Дунядики 130 дин артуқ илмий тәтқиқатчи тайланд баш министириға хәт йезип, уйғурларни хитайға қайтурмаслиққа чақирди

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2025.01.17

Дунядики 130 дин артуқ илмий тәтқиқатчи тайланд баш министири петоңтарин шинаватраға мәктуп йезип, тайландта тутуп турулуватқан уйғур сиясий панаһланғучиларниң бихәтәрликидин қаттиқ әндишә қиливатқанлиқи, уларни хитайға қайтурмаслиққа, уларни бихәтәр бир җайға орунлаштурушқа чақирған.

Мәктупта, әгәр бу уйғурлар хитайға қайтурулса, уларниң еғир җазалиниш хәвпигә дучар болидиғанлиқи, тайландта 11 йилдин артуқ вақиттин бери тутуп турулуватқан 48 нәпәр уйғур мусапириниң бир қисминиң пәрзәнтлири барлиқи һәм һаятиға хәвп йетидиған шараитта яшаватқанлиқи алаһидә тәкитләнгән. Мәзкур имзалиқ мәктуп йезиш һәрикитини қозғиғучилардин әнглийәлик тәтқиқатчи дәйвид тобинниң билдүрүшичә, нөвәттә бу мәктупқа 21 дөләттин 130 дин артуқ илмий тәтқиқатчи имза қойған.

Бирләшмә агентлиқиниң 9-январ елан қилған бир хәвиридә, тайландта тутуп турулуватқан уйғур мусапирлириниң хитайға қайтурулушни қобул қилиш тоғрисидики һөҗҗәткә имза қоюши тәләп қилинғанлиқи, лекин уйғур мусапирлириниң имза қоюшни рәт қилғанлиқи билдүрүлгән. Бирләшмә агентлиқ йәнә б д т мусапирлар мәһкимисиниң баянатчиси бабар балочниң “биз бу һәқтики техи дәлилләнмигән хәвәрләрни елиш билән биргә, даириләр билән алақиләштуқ, улар бизгә буниң әксичә капаләт бәрди” дегәнликини илгири сүргән.

Бу хәвәр, америка ташқи ишлар министирлиқиниң диққитини тартқан, шундақла кишилик һоқуқ тәшкилатлири вә муһаҗирәттики уйғур тәшкилатлириниң алаһидә әндишисини қозғиған. Һәтта бу мәсилә америка кеңәш палатасиниң ташқи ишлар министири намзати марку рубиони вәзипигә тәйинләш гуваһлиқ йиғинидиму күнтәртипкә кәлгәниди. Мәктупта, тайланд илгири хитайға өткүзүп бәргән 109 нәпәр уйғурдин һечқандақ хәвәр йоқлуқи, уларниң әһвали мәлум әмәслики, уйғурларни қайтурушниң хәлқара принсипларға хилап икәнлики тәкитләнгән.

Мәктупта мундақ дейилгән: “уйғурларниң районда бастурушқа учраш әндишилири мәҗбурий туғмас, мәдәнийәт җәһәттин ассимилятсийә қилиш, халиғанчә қамаққа һөкүм қилиш, мәҗбурий әмгәк қатарлиқларни өз ичигә алмақта.”

Мәктупта, тайландта тутуп турулуватқан уйғурларниң қиста-қистаңчилиқ, озуқлуқ йетишмәслик, һәрикәт бошлуқи болмаслиқтәк интайин начар түрмә шараитиму әндишә қозғаватқанлиқи оттуриға қоюлуп, “48 нәпәр уйғур тутқуниниң мутләқ рәвиштә хитайға қайтурулмаслиқини, уларниң тезрәк бихәтәр җайға йоллинишини үмид қилимиз” дейилгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.