Уйғур дияридин хитай өлкилиригә газ йөткәш миқдари ашмақта
Хитайниң һәрқайси өлкә вә шәһәрлиридә “көмүр гази орниға тәбиий газ ишлитиш” омумлашқандин буян тәбиий газға болған еһтияҗ тездин ашқан. Буниң билән уйғур дияридин тошулидиған тәбиий газ записи җиддий ешишқа башлиған.
Хитай һөкүмити башқурушидики шинхуа агентлиқиниң 4-январдики хәвиридә ейтилишичә, хитай өлкилириниң бу йил қиш пәслидики тәбиий газ еһтияҗи үчүн “ғәрбниң газини шәрққә тошуш” қурулуши җиддий давам қилмақта икән. Нөвәттә тарим нефитликидин қезиливатқан тәбиий газниң омуми миқдари пүткүл хитайниң омуми мәһсулатиниң алтидин биригә тоғра келидиған болуп, күнлүк қезилиш миқдари 95 милйон күп метир икән. “сина тори” ниң 31-декабирдики хәвиридә болса нөвәттә шаңхәй шәһиридә бир куб метир тәбиий газниң сетилиш баһаси үч сом икәнлики ейтилған. Шу бойичә һесаблиғанда нөвәттә тарим нефитликидин күнигә 44 милйон америка доллири қиммитидә тәбиий газ йөткәлмәктикән.
Һалбуки, уйғур дияриниң өзидики миңлиған онмиңлиған игә-чақисиз кишиләрниң зимистан қишта иссинғудәк көмүр елишқиму қурби йәтмәй йүрүватқанлиқини әскәрткән анализчилар “бу тарихтики мустәмликичи һакимийәтниң йәрлик хәлқни булаң-талаң қилишидики әң юқири рекортларниң бири” дәп көрсәтти.