Җуңғар ойманлиқидики йәнә бир тәбиий газ записи қезилишқа башлиди

Мухбиримиз әзиз
2021.05.21
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

“хитайниң енергийә амбири” дәп қариливатқан уйғур дияридики җуңғар ойманлиқида йеңидин байқалған тәбиий газ вә нефит нуқтиси йеқинда рәсмий мәһсулат қезишқа өткән.

“хитай хәвәрлири тори” ниң 21-майдики хәвиридә ейтилишичә, 2021-йили 4-февралда қезилишқа башлиған бу йеңи нефитлик қутуби наһийәси тәвәсидә болуп, 33 милйон куп метирдин көпрәк тәбиий газ вә төт миң тоннидин артуқ нефит қизиш ишқа ашурулған. Нөвәттә бу тәби‍й газ записиниң қаплаш даири 150 кувадрат километир да‍рисидә болуп, буниң қанчә йил қезилидиғанлиқи намәлум икән. Мәлум болушичә, җуңғар ойманлиқида бу хилдики тәбиий газ вә нефт запас нуқтилири йеқиндин буян көпләп қезиливатқан болуп, хитай иқтисадиниң кәлгүси тәрәққиятидики муһим капаләт, дәп қаралмақта икән.

Һалбуки, муһаҗирәттики бәзи анализчилар хитай һөкүмитиниң уйғурларни милйонлап лагерларға қамиши һәмдә ирқий қирғинчилиқни кеңәйтишини уйғур дияриниң мушу хилдики “енергийә амбири” болуштәк ролиға бағлимақта икән. Улар бу һәқтә пикир қилип: “хитай һөкүмити уйғурларни хитайдики әң кәмбәғәл хәлққә айландуруп қойғанлиқиғиму рази болмастин, мушу байлиқларға уйғурларниң шериклик даваси қилмаслиқи үчүн уларни милләт бойичә йоқ қиливетишни қәстлимәктә” дейишмәктә икән. Йәнә бәзиләр болса “бу уйғурларниң ‛алтун тавақ көтүргән диваниләр‚ дегәндәк ечинишлиқ һалитиниң типик мисали,” дейишиватқанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.