"хәлқара тәрҗиманлар күни" дә шаир шаһип абдусалам нурбәг яд етилди
Уйғурларниң дости, уйғур әдәбиятиға, җүмлидин уйғур шеирийитигә чоңқур иштияқ бағлиған америкалиқ тәтқиқатчи җашуа фримән (Joshua L. Freeman) 30-Сентәбир "хәлқара тәрҗиманлар күни" мунасивити билән шаир вә тәрҗиман шаһип абдусалам нурбәг һәққидә тивиттер йоллап мундақ дегән:
"‹хәлқара тәрҗиманлар күни' дә хитайдики йиғивелиш лагериға соланған уйғур тәрҗиманларға алий еһтирам билдүримән. Шаһип абдусалам нурбәг уларниң бири болуп, у уйғур шаирлириниң ‹көйүватқан буғдай' намлиқ шеирлар топлиминиң хитайчә тәрҗимисиниң тәһрирликини ишлигән. У 2017-йил лагерға соланғандин буян һазирғичә из-дерики йоқ. Униңға охшаш милйонлиған уйғур һазир хитай лагерлирида тутуп турулмақта яки мәҗбурий әмгәккә селинмақта. Шаһип абдусаламниң гунаһи бирла, у болсиму униң уйғур болуп туғулуп қалғанлиқидур."
30-Сентәбир "хәлқара тәрҗиманлар күни" болуп, охшимиған милләтләрниң мәдәнийәттә, җүмлидин әдәбият-сәнәттә өзара чүшинишини илгири сүрүштә муһим рол ойнайдиған тәрҗиманлар тәбриклиниду вә төһпилири яд етилиду.