Хитай һөкүмитиниң шаңхәйдики тесла завутиға қолайлиқ яритип, елон масктин пайдиланмақчи болғанлиқи диққәт қозғимақта
2024.03.28
“ню-йорк вақти гезити” 27-март күни бир зор көләмлик бир тәкшүрүш мақалиси елан қилған болуп, униңда хитайниң елон маскниң шаңхәйдә завут қурушини қолға кәлтүрүш үчүн, уни қандақ имтиязлар билән тәминлигәнлики көрситип берилгән.
Хәвәрдә дейилишичә, хитай теслани төвән өсүмлүк қәрз билән тәминлигән, йеңи булғима қоюп беришкә даир тәстиқ билән тәминләп, тесланиң һавани булғашқа мунасивәтлик җаза төләмлирини төлимәсликигә капаләтлик қилған. Бундин сирт хитай йәнә ширкәт игидарлиқиға аит қаидә-бәлгилимәлирини өзгәртип, тесланиң хитайда шериксиз иш қилишиға йол қойған.
Нөвәттә тесланиң шаңхәйдики завути униң пүтүн дуняға чиқириватқан мәһсулат миқдариниң йеримидин көпрәкини игиләйдиған болуп, ширкәтниң риқабәт күчи һазирқи кәскин токлуқ аптомобил базирида хитайдики аптомобил ишләпчиқириш тәннәрхиниң төвәнлишигә бағлиқ болуп қалған.
Хитай һазир өзиму күндин-күнгә күчийиватқан токлуқ аптомобил саһәсини бәрпа қиливатқан болуп, америка дөләт мәҗлиси тесланиң хитайда мәвҗут болуп турушиниң буниңда һәссиси бар, дәп қарайдикән.
Елон маскниң хитайға тайинишиниң күндин-күнгә күчийиши, болупму униң америка дөләт мудапиә министирлиқи билән тохтамлиқ сүний һәмраһ ширкити SpaceX ниң игидарлиқ һоқуқиға игә болуши, америка дөләт мәҗлиси әзалириниң күчлүк әндишисини қозғимақтикән.
Елон маск, хитай һөкүмитиниң уйғурларға қаритиватқан ирқий қирғинчилиқи, шундақла тәйвән қатарлиқ мәсилиләрдә һәдәп хитайниң тәшвиқатлириға маслишип кәлгән. У ғәрб демократик дөләтлири хитайни уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән қаттиқ әйибләватқан бир пәйттә, үрүмчидә аптомобил көргәзмә зали ачқан болуп, тесла ширкитиниң бу һәрикити кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң қаттиқ әйиблишигә дуч кәлгән иди.