Америка һөкүмити хитай қатарлиқ дөләтләр сәвәбидин һалқилиқ техникиларға қарита експорт контролини рәсмий йолға қойған

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.09.06

Америка байден һөкүмити хитай қатарлиқ мустәбит дөләтләрниң америка техникасидин пайдилинип, дуня өзәк санаитидә йетәкчи орунға чиқивелишидин сақлиниш үчүн, һалқилиқ техникиларниң експортини контрол қилишни рәсмий йолға қойған.

Мәлум болушичә, америка сода министирлиқиниң 6-сентәбир җүмә күни елан қилған йеңи експорт контрол қарари квантум компрутери вә униң запчаслири, илғар типлиқ өзәк ишләпчиқириш әслиһәлири, бәзи метал вә бирикмә метал тәркиблири һәмдә униң юмшақ деталлири, шундақла сүний әқил техникисида қоллинидиған юқири иқтидарлиқ өзәк вә өзәк запчаслири қатарлиқларни өз ичигә алидикән. Америка сода министирлиқиниң қарарида бу сиясәтниң “дөләт хәвпсизлики вә ташқий сиясәт сәвәблири” ниң, шундақла американиң хәлқара шериклири билән болған музакирилириниң мәһсули икәнликини тәкитләнгән.

Америка CNBC қанилиниң хәвиридә, бу чәклимә дуня миқясидики експортни өз ичигә алидиғанлиқи, лекин японийә, голландийә охшаш дөләтләрниң бурунқидәкла бу чәклимидин халий тутулидиғанлиқи қәйт қилинған. Мәлум болушичә, америка сода министирлиқиниң санаәт бихәтәрлики идариси, техиму көп дөләтләрниң америкаға әгишип бу хил чәкләш сияситини йолға қоюшини күтмәктә икән. Хәвәрләрдә, американиң бу қарари хитай өзәк ишләпчиқириш санаитидә илгириләш һасил қилишқа қаттиқ тиришчанлиқ көрситиватқан бир пәйттә йолға қоюлғанлиқи, униң нуқтилиқ хитайни контрол қилишни нишан қилғанлиқи қәйт қилинмақта.

Мәлум болушичә, хитай кишилик һоқуқ мәсилисидә уйғурларға ирқий қирғинчилиқ қилиш билән әйиблинипла қалмай, бәлки америка дөләт хәвпсизлики, технологийә үстүнлүки вә ғәрбий тинч окян районидики һәрбий мәвҗутлуқиға хирис қилип, русийә билән униң 2-дуня урушидин кейин қурған йәр шари тәртипини өзгәртишкә урунмақта икән. Американиң һалқилиқ техникиларни експорт қилишни контрол қилиши, ақсарай дөләт хәвпсизлик мәслиһәтчиси җәк солливанниң техи йеқиндила хитайни зиярәт қилип, ши җинпиң билән көрүшүшиниң арқисидинла йолға қоюлған. Америка һөкүмити техи буниңдин икки һәптә аввал хитайниң бир қанчә ширкитини “експорт контрол тизимлики” гә киргүзгән болуп, хитай сода министирлиқи американиң бу қарарини “типик бир тәрәплик җазалаш вә чегра һалқиған қанун иҗрачилиқи” дәп әйиблигән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.