Америка хитайни тәйвән һава бошлуқиға мудахилә қилишни тохтитиш тоғрисида агаһландурған

Мухбиримиз әркин
2021.10.04

Хитай уруш айропиланлири йеқинқи 4 күн ичидә тәйвәнниң һава мудапийә кимлик райониға үсүп кириштә рикорт яратқан һәмдә американиң агаһландурушиға учриған. Мәлум болушичә, хитайниң бу 4 күн ичидики һава мудахилә һәркити униң һазирға қәдәр тәйвән һава бошлуқида елип барған таҗавузчилиқ һәркитиниң әң йоқири ипадисигә вәкиллик қилидикән. Шу мунасивәт билән америка ташқий ишлар министирлиқи 3-‍өктәбир йәкшәнбә күни хитайни агаһландурған.

Американиң бу һәқтики баянатида мундақ дейилгән: “америка хитай хәлқ җумһурийитиниң тәйвән әтрапидики ивагәрчилик һәрикәтлиридин қаттиқ әндишә қилмақта. Бу һәрикәтләр муқимсизлиқ, хата мөлчәрләшни кәлтүрүп чиқириду вә районниң тинчлиқи вә бихәтәрликигә бузғунчилиқ қилиду.” баянатта йәнә “биз бейҗиңни тәйвәнгә қарита һәрбий, дипломатик вә иқтисадий бесим ишлитишни вә зорлашни тохтитишқа чақиримиз,” дәп көрситилгән.

Мәлум болушичә, 1-өктәбир, йәни хитай дөләт байрими күни хитайниң 38 данә уруш айрупилани тәйвәнниң ғәрбий-җәнубий һава бошлиқиға йеқинлишип қайтип кәткән. 2-‍Өктәбир күни хитай уруш айрупиланлири ‍охшаш йолда 39 қетим, 3-өктәбир күни 16 қетим учқан.

Тәйвән дөләт мудапийә министирлиқиниң ейтишичә, америка 3-өктәбир хитайни агаһландурғандин кейиму, 4-өктәбир күни хитайниң 58 данә уруш арупилани тәйвән һава кимлик райониға үсүп киргән. Тәйвән буниңға қарита башқурулидиған бомба вә уруш айрупиланлирини һәрикәтләндүрүп, хитай уруш айропиланлирини агаһландурған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.