Уйғур дияридики төмүр йол тори қурулуши тармақ тор басқучиға өткән
2022.01.11
Хитай һөкүмити башқурушидики “тәңритағ” ториниң 11-январдики хәвиридә ейтилишичә, ақсу шәһиридин биңтуәнниң 1-девизийәси җайлашқан арал шәһиригә тутишидиған йеңи тармақ төмүр йол линийәси рәсмий қатнаш башлиған. Буниң билән ават наһийәси вә арал шәһириниң төмүр йол арқилиқ ақсуға бағлиниши толуқ әмәлгә ашқан. Хәвәрдә буни “биңтуән билән йәрликниң қошулушини тезлитиштики бир муһим қәдәм” дәп алаһидә тәриплигән.
Хәвәрдә ейтилишичә, ават наһийәси арқилиқ арал шәһиригә баридиған бу төмүрйол линийәси 114 километир узунлуқта болуп, йолучи вә йүк тошушни асас қилидикән. Корла төмүр йол қурулуши қоманданлиқ мәркизиниң муавин қомандани җаң җивей бу һәқтә сөз қилип: “бу линийә шинҗаңниң иқтисадий тәрәққияти үчүн бәкму зор әһмийәткә игә. Йәнә бир яқтин биңтуән билән йәрликни бир гәвдиләштүрүшкә юқири сүпәттә хизмәт қилиду” дегән.
Бир қисим чәтәл мутәхәссислири “дөләт ичидики дөләт” дәп атаватқан биңтуән системиси хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики қирғинчилиқ вә бастуруш һәркитини иҗра қилишидики, шундақла лагер системисиниң кеңийишидики авангарт қисим болуп, дәл мушу сәвәбтин америка һөкүмити алди билән биңтуәнгә вә униң асаслиқ рәһбәрлиригә җаза елан қилғаниди. Йәнә бир яқтин алғанда биңтуән системиси хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики аптономийә системисини контрол қилишидики муһим күч, дәп қарилип кәлмәктә иди. Әмдиликтә хитай һөкүмитиниң ашкара һалда “биңтуән билән йәрликни бирләштүрүш” һәққидә сөз қилиши нөвәттики мәвҗут аптономийә системисини тәдриҗий һалда биңтуән системиси билән бир гәвдә қилип юғурушқа йүзлиниватқанлиқидин бешарәт бәрмәктикән. Хитай һөкүмитиниң “җәнубий шинҗаң районидики уйғурларниң нопус үстүнлүкини бузуп ташлаш лазим” дәйдиған тәшвиқатлириму буниң бир түрлүк испати сүпитидә оттуриға чиққаниди.
Мәлум болушичә, хитай һөкүмитиниң уйғур дияридики асаслиқ төт чоң төмүр йол ғол линийәси “шәрқий шинҗаң айланма линийәси”, “шималий шинҗаң айланма линийәси”, “тәңритағ айланма линийәси” вә “җәнубий шинҗаң айланма линийәси” дегән намларда айрим-айрим һалда пүткүл уйғур диярини төт чок һалқисиман тор шәклидә орап болған. Нөвәттә мушу хилдики тармақ төмүрйоллар бу һалқиларни техиму зич һалда бир-биригә бағлашқа йүзләнмәктикән.