Түркийә-русийә S-400 типлиқ башқурулидиған бомба системиси келишими имзалиди
2017.12.30
Җүмә күни түркийә русийә даирилири билән S-400 типлиқ башқурулидиған бомба мудапиә системисини сетивелиши келишими имзалиған.
Ройтерсниң хәвәр қилишичә, бу 2 милярд 500 милйон доллар қиммитидики башқурулидиған бомба системиси шималий атлантик әһти тәшкилати - нато даирилирини биарам қилған.
Түркийәму натоға әза болуп, натоға әза әлләр-ара ортақ мудапиә келишими бар. Бу келишим бойичә нато армийәлириниң бирликтә һәрикәт қилишини капаләткә игә қилиш үчүн армийәләр һәрбий буйруқларниму ортақ чүшүргили болидиған шәкилдә бир-биригә маслаштурулған.
Шу сәвәбтин нато даирилири русийә техникисини нато һәрбий техникиси билән бирләштүргили болмайду, дәп әндишә қилидикән.
Келишим бойичә русийә даирилири башқурулидиған бомба системисини 2020-йили мартниң алдинқи йеримида түркийәниң қолиға йәткүзидикән.
Башқа ахбаратларға қариғанда, икки тәрәп арисидики мәзкур башқурулидиған бомба сөһбити бир йил авалла башланған вә асасий җәһәттин тамамланған болсиму, келишим имзалаш бу системини сетивелишқа кетидиған мәбләғ мәсилиси түпәйли кәйнигә сүрүлгән икән.
Хәвәрләргә қариғанда, әнқәрә даирилири бу бомба системисиға кетидиған пулниң 45 пирсәнтини башта бирақла төләйдикән. Қалған 55 пирсәнтини русийәдин қәрз алидикән.
Түркийәдин чиқидиған “һөрийәт гезити” ниң хәвәр қилишичә, бу һәқтә тохталған түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған қәрзни доллар шәклидә әмәс, русийә рублиси шәклидә алидиғанлиқини билдүргән. Униң ахбаратларға ейтишичә, шундақ болған өсүм чиқимидин 3 пирсәнт теҗәп қалғини болидикән.
Чаршәнбә күни русийә дөләтлик рустәк гуруһиниң башлиқи сергей чемезов русийә ахбаратлириға русийәниң түркийәгә S-400 типлиқ башқурулидиған бомба системидин 4 ни беридиғанлиқини билдүргән.
Һалбуки җүмә күнидики хәвәрләрдә түркийәниң һазирчә бу хил системидин пәқәт иккинила сетивалидиғанлиқи илгири сүрүлгән.
Мәлум болушичә, бу башқурулидиған бомбилар түркийәгә өткүзүп берилгәндин кейин, пүтүнләй түрк қораллиқ қисимлириниң башқурушида болидикән. Бомба мәшғулатиға русийә мәслиһәтчилири арилаштурулмайдикән.
Бир нәччә йил илгири түркийә даирилири башқурулидиған бомба системисини хитайдин сетивалидиғанлиқини елан қилип, кейин содидин ваз кәчкән иди.