Түркийә президенти әрдоған асасий қанун лайиһәсини хәлқ авазиға қоюшни тәстиқлиди
2017.02.10
Түркийә президенти рәҗәп таййип әрдоған җүмә күни түркийәниң муназирә вә талаш-тартиштики йеңи асасий қанун лайиһәсини имзалап, бу лайиһәни омуми хәлқ авази - “реферандум”ға қоюшни қарар қилди.
Мәзкур асасий қанун лайиһәси әгәр омуми хәлқ авазида мақулланса, түркийәниң 1923-йили қурулған парламент системисидики дөләтлик қурулмиси өзгирип, президентлиқ түзүмгә көчиду. Бу қанун лайиһәсидә баш министирлиқ тәсис қилинмайду. Президент һөкүмәтни биваситә башқуриду. У министирларни вәзипигә тәйинләш яки елип ташлашта һечқандақ орунниң чәклимисигә учримайду.
Мәзкур қанун лайиһәсидә йәнә, президентқа асасий қанун мәһкимисиниң мутләқ көп қисим әзалирини, түркийә тәптиш вә сотчилар комитетиниң асаслиқ әзалирини тәйинләш, уруш елан қилиш, қораллиқ қисимларға қоманданлиқ қилиш, хам чотни бекитиш қатарлиқ ишларда зор һоқуқ берилгән.
Мәзкур асасий қанун лайиһәсини президент әрдоғанниң консерватип “адаләт вә тәрәққият партийәси” оттуриға қойған. Бу лайиһә түркийә парламентида парламенттики 3-чоң консирватип партийә - “милләтчи һәрикәт партийәси”ниң қоллиши билән мақуллинип, әрдоғанниң тәстиқиға сунулған. Әмма бу лайиһә парламенттики 2-чоң сотсиял демократик партийә- “җумһурийәт хәлқ партийәси”ниң қарши турушиға учриған. Улар бу асасий қанун лайиһәсини мустафа камал ата түрк қурған лайиқ, сотсиял җумһурийәт йолидин адашқанлиқ, дәп тәнқид қилған иди. Мәзкур асасий қанун лайиһәси бу йил 16-апрел омуми хәлқ авазиға қоюлиду.