Қәшқәр университетида аталмиш “шинҗаң тарихи” бойичә “үч әзәлдин” тәшвиқат лексийиси уюштурулған

Мухбиримиз қутлан
2016.08.29

Қәшқәр университетида аталмиш “шинҗаң тарихи” бойичә “үч әзәлдин” тәшвиқат лексийиси уюштурулған

Хитай һөкүмәт тарихшунаслири 70 йилдин буян базарға селип келиватқан хитай тарих китаблиридики “әзәлдин” нәзәрийиси бүгүнки күндә чәтәлләрдики хитай тарихчилириниң, һәтта хитай чоң қуруқлуқидики бир қисим илмий тәтқиқатчиларниң күчлүк тәнқидигә дуч кәлмәктә.

Мана мушундақ бир шараитта қәшқәр университети даирилириниң аталмиш “шинҗаң тарихи” бойичә “үч әзәлдин” нәзәрийисини көтүрүп чиқиши вә бу һәқтә тәшвиқат лексийиси уюштуруши күчлүк инкас қозғимақта.

Қәшқәр университетиниң тор бетидин мәлум болушичә, 26 - авғуст чүштин кейин қәшқәр университети парткоми сиясий - идийә бөлүми аталмиш “шинҗаңниң үч тарихи” бойичә тәшвиқат лексийиси уюштурған. Мәзкур университетниң сиясий тәшвиқат сөзчиси ниязһаҗи қадир “шинҗаң әзәлдин җуңгониң айрилмас бир қисми”, “шинҗаң әзәлдин көп милләт топлишип олтурақлашқан район”, “шинҗаң әзәлдин көп милләт бирликтә тәрәққий қилдурған район” дегән “үч әзәлдин” нәзәрийиси бойичә лексийә сөзлигән.

Хәвәрдә дейилишичә, ниязһаҗи қадирниң лексийисидин кейин қәшқәр университетиниң оқутқучи вә хизмәтчилири “муқимлиқ”, “милләтләр иттипақлиқи” вә “үч тарих қариши” бойичә ипадә билдүргән.

Көзәткүчиләр, қәшқәр университети даирилириниң бу йиллиқ йеңи оқуш йили башлиниш һарписида аталмиш “шинҗаң тарихидики үч әзәлдин” сәпсәтисини базарға селиши, уйғур мәдәнийитиниң бөшүки һесабланған қәшқәрдә “меңә ююш” тәшвиқати йүргүзүватқанлиқиниң бир рошән ипадиси, дәп қаримақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.