Хитай һөкүмити уйғур адәм исимлириниң йезилишини бирликкә кәлтүрүш чарисини елан қилди

Мухбиримиз әркин
2016.06.24

Уйғур аптоном райони һөкүмити пәйшәнбә күни ахбарат елан қилип, райондики йәрлик милләт адәм исимлириниң хитайчә йезилишни бирликкә кәлтүрүш, қелиплаштуруш чарисини елан қилди.

“тәңритағ тори” қатарлиқ хитай һөкүмәт таратқулириниң хәвәр қилишичә, мәзкур чарә уйғур райониниң “милләтләр иттипақлиқини алға сүрүш йили” қурулушида оттуриға қоюлған тәдбирләрниң бирикән.

Хитай һөкүмити бу йил 1‏-майдин башлап 2014‏-йили йолға қойған “йешил карта” түзүмини бикар қилип, буниму “милләтләр иттипақлиқини алға сүрүшниң бир тәдбири” дәп елан қилған иди.

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәтниң 23‏-июн өткүзгән ахбарат йиғинида көрситишичә, буниңдин кейин банка, почтихана, давалаш суғуртиси, төмүрйол, иҗтимаий параванлиқ, пайчәк базири, һава йоли қатниши, қисқиси барлиқ саһәләрдә пуқраларниң кимлик кинишкисидики исми қандақ йезилған болса, шу өлчәм қилинидикән. Йеңи туғулған балиларниң исми туғут гуваһнамисигә қандақ йезилған болса, нопусиға вә кейинки кимлик рәсмийәтлиригә шундақ йезилидикән.

Хитай һөкүмити уйғур исимлириниң йезилишини бирликкә кәлтүрүш вә қелиплаштуруш уларға қолайлиқ яритишни мәқсәт қилған десиму, әмма америкида турушлуқ хитай кишилик һоқуқ паалийәтчиси лю чиң, хитайниң мәқсити уйғурларни башқуруш вә контрол қилиш икәнликини илгири сүрди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.