Хитай путбол институтиниң “шинҗаң шөбиси” қурулуш келишими имзаланди

Мухбиримиз әзиз
2017.12.26

 

Хитайдики путболчилиқ саһәсидә әң нопузлуқ органлардин болған хитай путбол институти 25-декабир күни “шинҗаң шөбә институти” қуруш һәққидә келишимгә имза қоюш мурасими өткүзди.
Хитайниң шинхуа агентлиқиниң хәвиригә қариғанда бу қетимқи имза қоюш мурасимиға бейҗиң тәнтәрбийә университетиниң әмәлдарлири вә “ш у а р тәнтәрбийә идариси” ниң мунасивәтлик хадимлири қатнашқан. Мурасимда бейҗиң тәнтәрбийә университетиниң партком секретари сав вейдоң сөз қилип “дөләтниң биваситә йетәкчиликидә шинҗаңдин талант игилирини байқап вә тәрбийиләп җуңгочә алаһидиликкә егә путбол тәрәққиятиниң йеңи йолини ечишқа тиришимиз” дегән.
Мәлум болушичә, бу йеңи мәктәп үрүмчи шәһиридики “шинҗаң тәнтәрбийә кәспий техником мәктипи” дә тәсис қилинидикән. Бу қетим мәхсус германийәдин тәклип қилинған мутәхәссисләр топчиларни бирму-бир таллиғандин кейин бейҗиңдики алақидар тәрәпләр билән бирликтә бу топчиларни мәшқләндүридикән. Оқуш пүттүргәндә бейҗиң тәнтәрбийә университети бу оқуғучиларға диплом тарқитип беридикән.
Хитай дөлити узундин буян дуня путбол саһәсидә шәрәп қазинишни арзу қилип келиватқан һәмдә буниң үчүн ғайәт зор миқдарда мәбләғ аҗритиватқан болсиму һазирғичә көзгә челиққудәк бирәр нәтиҗигә еришәлмәй кәлмәктә. Анализчилар бу һәқтә пикир қилип “хитай путболчилиқиниң үмиди уйғурлар диярида. Әмма хитайдики чоң хитайчилиқ хаһиши уйғурларниң хәлқаралиқ сәһниләргә чиқип топ тепишигә тосқунлуқ қилип кәлмәктә” дәп келиватқанлиқи мәлум.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.