Хитайда һәр үч мәһбусниң бирини уйғур вә башқа түркий хәлқләр тәшкил қилидикән

Вашингтондин мухбиримиз әркин тәйярлиди
2024.06.28

Хитайда уйғур мәһбуслириниң саниниң интайин көп икәнлики һәммигә мәлум болсиму, әмма униң омумий мәһбуслар санида игилигән нисбитиниң қорқунчлуқ дәриҗидә юқири икәнлики қәйт қилинмақта. Италийәдики “зимистан тори” да 28-июн елан қилинған бир мақалидә көрситишичә, хитай түрмилиридики омумий мәһбусларниң үчтин бир қисмини уйғур вә башқа түркий хәлқләрдин болған мәһбуслар тәшкил қилидикән. Тәтқиқатчи рус инграм 28-июн “зимистан” тор журнилида елан қилинған “хитайдики уйғурлар: дуняда әң көп түрмигә қамалған милләт” намлиқ мақалисидә, бу җәһәттики санлиқ мәлуматлирини нәқил кәлтүрүп, уйғурларниң түрмигә қамилиши кишини чөчүтәрлик дәриҗидә көп икәнликини, уйғур елидә хитай болмиған һәр 26 кишидин аз дегәндә бириниң түрмидә икәнликини билдүргән.

Рус инграмниң кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң санлиқ мәлуматлиридин нәқил кәлтүрүшичә, 2017-йилдин 2022-йилиғичә уйғур елидә түркий хәлқлиридин һәр йүз миңниң ичидә 3814 киши түрмигә қамалған. Һалбуки, охшаш мәзгилдә түрмигә қамалған хитайларниң сани һәр йүз миң кишигә аран 80 киши тоғра кәлгән. Рус инграмниң қәйт қилишичә, уйғурларниң бу әһвали җәнубий америкадики әл салвадорда бир вақитлардики һәр йүз миң киши ичидә 1086 кишиниң түрмигә қамилишидәк дуняви рекортни бузуп ташлиған.

Рус инграм, кишилик һоқуқ тәшкилатлириниң тәтқиқатлиридин уйғур нопуси хитай омуми нопусиниң бир пирсәнтини тәшкил қилмисиму, бирақ түрмидики түркий хәлқләрдин болған мәһбуслар саниниң хитай омумий мәһбуслар саниниң үчтин бирини тәшкил қилидиғанлиқини билдүргән. Рус инграмниң тәкитлишичә, вашингтонни база қилған кишилик һоқуқ тәтқиқатчилири бу санлиқ мәлуматтин “қаттиқ чөчүгәнлики” ни ейтқан. Тәтқиқатчилар, бу санлиқ мәлуматларға ишинәлмәй қалғанлиқи вә санлиқ мәлуматларни қайта-қайта селиштуруп чиққанлиқини билдүргән. Рус инграм тәтқиқатларниң “бу санлиқ мәлуматлар уйғур елидики кишилик һоқуқ киризисигә йеңи бир еғирлиқ қатмақта” дегәнликини ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.