Американиң президентлиқ сайлимиға чүшидиған шәһәр башлиқиниң “уйғурлар ким?” дәп сориши уйғурларниң тонулушини техиму илгири сүрди
2023.06.28
Америка мәтбуатлириниң хәвәр қилишичә, американиң президентлиқ сайлимиға қатнашмақчи болған маями шәһәр башлиқи франсис суарез (Francis Suarez) 6-айниң 27-күни риясәтчи хю хивет (Hugh Hewitt) ниң радийо программисиға қатнашқан. Хю хивет униңдин “сайлам давамида уйғурлар мәсилисини тилға аламсиз?” дәп сориғанда “уйғурлар ким?” дәп соал қойған, америка президентлиқ сайлимиға қатнишидиған бир сиясәтчиниң уйғурларни билмәслики америка таратқулирида дәрһал қизиқ нуқтиға айланған.
Узақ өтмәйла франсис суариз буниңға чүшәнчә берип, риясәтчиниң “уйғур” дегән сөзни тәләппузи қилишидики мәсилә түпәйлидин уни хата чүшинип қалғанлиқини ейтқан. У бу һәқтә тветтерда “әлвәттә, мән хитайдики уйғурларниң чекиватқан азабини билимән. Улар өзиниң етиқади сәвәбидин қул қилинмақта. Хитайниң кишилик һоқуқни дәпсәндә қилиш әһвали кишини ечиндуриду. У йәрдә етиқадлиқ амминиң һәммиси зулумға учримақта. Риясәтчи достум хю хиветниң тәләппузини уқалмидим, бу сәвәнлик мәндә” дегән.
Җумһурийәтчиләр партийәсидин болған франсес суарезниң хәлқара күнтәртиптә туруватқан уйғурлар мәсилисини билмәслики тәбиий һалда таратқуларда ғолғола қозғиған. Арқидин франсес суарез бу сәвәнликигә чүшәнчә бәргән. Мана булар уйғурлар учраватқан ирқий қирғинчилиқ мәсилисиниң американиң 2024-йиллиқ президентлиқ сайлимида муһим бир мәсилиниң бири болидиғанлиқини көрситип бәргән. Әмма униң уйғурлар һәққидә ейтқан сөзи билән қозғалған ғулғуланиң уйғурлар вә уларниң мәсилисиниң америка җамаитидә техиму тонулушуни илгири сүрүш роли ойниғанлиқи билдүрүлмәктә.