Австралийә уйғуршунасиниң уйғур тарихиға аит китаби нәшр қилинди
2016.01.20
Австралийә сидней университетиниң оқутқучиси доктор дәвид бропиниң уйғурларниң 19-әсирниң ахири 20-әсирниң башлиридики тарихи мәсилилиригә беғишлиған “уйғур миллити: русийә-хитай чеграсидики ислаһат вә инқилаб” мавзулуқ китаби харвард университети нәшрияти тәрипидин нәшр қилинип тарқитилиш елани чиқирилди.
Харвард университети нәшриятиниң тор бетидики китабқа аит учурлардин мәлум болушичә, мәзкур китабқа пикир язғанлар ичидә уйғур тарихи вә оттура асия йеқинқи заман җәдидитизми, милләтпәрвәрлик идийәлири тәтқиқати саһәсигә тонулған мутәхәссисләрдин әнглийәдики оксфорд университети профессори уйғуршунас лавра невби, америкидики карлетон коллеҗиниң профессори адәп халид, қазақистандики шәрқшунаслиқ институти илмий хадими абләт камалоф вә башқилар бар.
Бу мутәхәссисләр доктор дәвид бропиниң мәзкур йеңи тәтқиқат әсиригә юқири баһа берип, мәзкур әсәрниң уйғурлар вә уйғурлар райониниң 20-әсирниң башлиридики русийә-хитай арисидики сиясий, иҗтимаий вә милләтпәрвәрлик һәм миллий кимлик идийәлиригә бағлинишлиқ көплигән илгири техи йетәрлик йорутулмиған нуқтиларни чүшиништә муһим әһмийәткә игә икәнликини муәййәнләштүргән.
Доктор камалоф китабқа “мәзкур тәтқиқат бизниң уйғур миллий идийәсини чүшинишимиз вә мәркизий асия һәм шинҗаң тәтқиқати үчүн қиммәтлик төһпә” дәп баһа бәргән.
Дәвид бропиниң тәтқиқатида 19-әсирниң ахири 20-әсирниң 30-йиллириғичә болған арилиқтики оттура асия вә уйғур диярини өз ичигә алған районда яшиғучи уйғур хәлқиниң, җүмлидин әйни вақитта пәрғанә вадиси вә йәттисудики уйғур зиялийлириниң уйғур миллий кимликини тикләш йолидики паалийәтлири, совет русийәсиниң миллий сиясити вә башқа бир қатар мәсилиләр баян қилинған болуп, дәвид бропи бу нуқтиларни йорутуш үчүн москва, алмата, ташкәнт қатарлиқ шәһәрләрдики совет иттипақиниң көплигән архип материяллирини тәкшүрүп, униңдин пайдиланған.Гәрчә, русийә алимлири совет архиплири асасида бир қисим издинишләрни елип барған болсиму, әмма улар уйғур вә хитай мәнбәлиридин йетәрлик пайдиланмиған иди.
Дәвид бропиниң илгири билдүрүшичә, уйғур, рус, хитай тиллирини яхши билгәнлики үчүн у, өз әсиридә совет архиплиридин башқа йәнә көп тиллиқ мәнбәләр, болупму уйғур мәнбәлиридин үнүмлүк пайдиланған икән.
Шуни әскәртиш мумкинки, йеқинқи йиллардин буян ғәрб дөләтлиридә уйғурларниң 20-әсир тарихи, мәдәнийити вә сиясий мәсилилири бойичә ғәрб уйғуршунаслиридин җәмс милвард, гарднер бовиңдон, раян тум вә башқиларниң мәхсус илмий китаблириму арқиму-арқидин нәшр қилинған иди.