Уйғур аптоном районидики алий мәктәпләрниң илмий атмосферасини қоюқ сиясий тәшвиқат һаваси қаплимақтикән

Мухбиримиз қутлан
2016.06.27

Уйғур аптоном районлуқ иттипақ комитетиниң торидин мәлум болушичә, йеқиндин буян уйғур елидики алий мәктәпләрниң илмий атмосферасини қоюқ сиясий тәшвиқат һаваси қаплашқа башлиған.

Мәзкур тор бәттин мәлум болушичә, йеқинқи бир ай мабәйнидә шинҗаң университети, шинҗаң теббий университети, қәшқәр универститети, уйғур тебабәт алий техникоми, или педагогика институти, үрүмчи кәспий университети қатарлиқ нурғун алий мәктәпләрдә аталмиш “милләтләр иттипақи” вә “яш маркисизмчилар” темиси бойичә нутуқ сөзләш, әдәбият-сәнәт номурлири көрситиш паалийәтлири уюштурулған.

Или педагогика институти қатарлиқ алий мәктәпләр йәнә қәрәллик һалда “яш маркисизмчиларни тәрбийәләш курси” ечип, алий мәктәп оқуғучилириниң дәрстин сиртқий паалийәтлирини пүтүнләй дегүдәк сиясий тәшвиқат йөнилишигә йетәклигән.

Мәлумки, алий мәктәп һаяти яш истудентларда һөр вә әркин пикирләр қанат яйидиған бир сәһнә болуп, уйғур елидики алий билим юртлирида һәтта бүгүнки күндиму қоюқ сиясий атмосфераниң һөкүм сүрүши көзәткчиләрни әндишигә салмақтикән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.