Хитай ташқий ишлар минстири ваң йи дуняни талибанларға “обйектип” муамилә қилишқа чақирған

Мухбиримиз ирадә
2021.08.19

Хитай ташқи ишлар министири ваң йи дуняни талибанларға обйектип баһа беришкә чақирған. У йәнә талибанларниң илгирикидин “ақиланә” болуп кәткәнликини илгири сүргән.

Мәлум болушичә, ваң йи бу сөзләрни әнгилийә ташқий ишлар министири доминк рааб билән телифон сөһбити қилғанда дегән. У сөзидә “хәлқара җәмийәт талибанға бесим қилишниң орниға уни актип йөнилишкә йетәклиши керәк,” дегән. Ваң йиниң бу сөзлири бүгүн хәлқара ахбаратларниң зор диққитини қозғиди.

Хитай һөкүмити талибанни техи рәсмий етирап қилмиған болсиму, бирақ у талибан билән алиқачан ғәйри-рәсмий учришишлар өткүзгән. Хитай ташқий ишлар министири ваң йи талибан вәкиллирини бейҗиңда күтүвелип, мәхсус сөһбәттә болған иди.

Хәвәрләрдә америка һөкүмити 2021-йили апрелдин башлап афғанистандики һәрбий қисимлирини чекиндүрүшни башлиғандин бери хитай һөкүмитиниң йеңидин пәйда болған бу “сиясий бошлуқ” ни толдурушқа қаттиқ алдириватқанлиқи тилға елинған.

Хитай ташқи ишлар министерлиқиниң баянатчиси хуа чүнйиңму 19-авғуст күни қилған сөзидә талибанни қоллап: “бир мәсилигә баһа бәргәндә, биз илгири йүз бәргән ишларғила әмәс, бәлки һазир йүз бериватқан ишларғиму қаришимиз керәк. . . Афғанистан вәзийитиниң тез өзгириши шуни испатлайдуки, ташқий дуняниң бир дөләткә бәргән һөкүми обйектип вә тоғра әмәс,” дегән.

Чәтәлләрдики мутәхәссиләрниң ейтишичә, хитай һөкүмитиниң талибан һөкүмити билән болған һәмкарлиқи өткән бирнәччә һәптидин буян барлиққа кәлгән һадисә әмәс, улар оттурисидики алақә вә һәмкарлиқ нәччә он йиллап тарихқа игә. Талибан күчлириниң афғанистанда һакимийәт бешиға чиқиши бу хилдики һәмкарлиқни техиму юқури пәллигә чиқириши тамамән мумкин икән.

Хитай һөкүмитиниң талибан билән болған мунасивити вә униң уйғурларға көрситидиған тәсири нөвәттә чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләрниң күчлүк диққитини қозғимақта.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.