Хитай даирилири археологийәлик қезилмилар билән тарихни бирләштүрүшни тәкитлимәктә
2023.12.28
Хитай даирилири чегра районларда археологийәлик қезилмиларниң ярдими арқилиқ “җуңхуа миллити ортақ гәвдиси”, “милләтләрниң бир гәвдилишиши” ни илгири сүрүшни тәләп қилған.
Хитай хәвәрләр тори 28-декабир күни тарқатқан хәвәрдин қариғанда, йеқинда хитай археологийә җәмийити, хитай иҗтимаий пәнләр академийәси археологийә институти, қатарлиқ орунлар бирлишип бейҗиңда мәхсус “чегра район археологийә илими илмий муһакимә йиғини” ачқан. Йиғинда, чегра районларниң тарихи вә мәдәнийитиниң хитай мәдәнийитиниң муһим тәркибий қисми икәнлики тәкитлиниш билән биргә, археологийәни қандақ қилғанда сиясәткә маслаштуруп, хитай һөкүмити тәшәббус қиливатқан тарих вә мәдәнийәт еңи бәрпа қилғили болидиғанлиқи һәққидә көрсәтмә берилгән.
Болупму улар һазирғичә чегра районда қезивелинған археологийәлик қезилмиларниң “хитайниң көп хил вә бир гәвдиләштүрүлгән әндизисиниң шәкиллинишини муһим пакит билән тәминләйдиғанлиқи, җуңхуа милләтлири арисидики алмаштуруш вә бирлишишниң шаһити икәнлики” ни тәкитләп мундақ дегән:
“чегра район археологлири йеңи дәвр һавалә қилған йеңи мәдәнийәт бурчини батурлуқ билән зиммисигә елиши, чегра район археологийәсиниң алаһидилики вә муһимлиқини толуқ чүшиниши керәк... Археологийә билән тарихни бирләштүрүшни асас қилип, бу җәһәттики бошлуқни толдуруп, чегра район археологийәсиниң җуңхуа миллити җәмийити еңини шәкилләндүрүш вә чегра районларниң мәдәнийәт қурулушини илгири сүрүштики актип ролини толуқ җари қилдуруш керәк.”
Униңда йәнә мунулар дейилгән:
“тарихи пакитларни, археологийәлик җисимлар вә мәдәнийәт ядикарлиқлирини қезип вә үнүмлүк ишлитип, милләтләрниң тарихқа болған тоғра көз қаришини, тоғра болған дөләт, милләт вә мәдәнийәт қариши турғузуши керәк.”
Хитай һөкүмити йеқинқи йиллардин буян уйғур дияридики археологийәлик тепилмиларни өзлириниң сиясий тәшвиқатлириға тәтбиқлаш һәрикитини күчәйткәниди. Буниң билән тәң хитай ахбаратлирида түрлүк археологийәлик қезилмиларниң тепилғанлиқиға аит хәвәрләрму көпәйгән. Бу хәвәрләрдә қезивелинған ядикарлиқларниң “шинҗаң әзәлдин хитайниң бир қисми болуп кәлгәнлики” ниң дәлили икәнлики илгири сүрүлгән тәкитләнгән.