Америка японийә вә голландийә билән бирлишип, хитайға чип (өзәк) ясаш чәклимиси қоймақчи болған
2022.12.13
Бу һәптә америка билән хитайниң техника саһәсидики сүркилиши күчәйгән болуп, американиң хитайға йерим өткүзгүч мәһсулат ясайдиған үскүниләрни сетишни чәкләш тәдбири хитайни җиддийләштүрүп қойған.
Руйтрес агентлиқиниң 13-декабир күнидики хәвиридин мәлум болушичә, америка һөкүмити японийә вә голландийә билән кеңишип, хитайға йерим өткүзгүч мәһсулат ишләпчиқиридиған завут үскүнилирини експорт қилишқа чәклимә қоймақчи болған. Хитай буниңға қарши чиқип, дуня сода тәшкилати арқилиқ американиң бу чәкләш тәдбирини бикар қилишқа урунмақта икән.
Хәвәрдә көрситилишичә, хитай йерим өткүзгүч мәһсулати болған өзәк ишләпчиқиришқа 143 милярдтин көп мәбләғ салмақчи болған. Һалбуки, байдин һөкүмити бу йил 10-айда елан қилған чәклимә тәдбирлиригә асасән, хитайниң дунядики һәр қандақ өзәк завутлири билән болған алақисини үзүп ташлаш арқилиқ, хитайниң һәрбий техника тәрәққиятини чәклимәкчи болған.
Америка дөләт хәвпсизлики мәслиһәтчиси җек салливанниң (Jake Sullivan) руйтрес агентлиқиға билдүрүшичә, японийә билән голландийә американиң юқири техникилиқ мәһсулатларни експорт қилишқа йетәкчилик қилишини принсип җәһәттин қоллиған. Америка пат арида өз иттипақдашлири билән келишим түзүп, өзәк ясаш үскүнилирини хитайға експорт қилишни кәң даирилик чәкләйдикән.