Хитай рәһбәрлириниң мал - мүлкини ашкарилашни тәләп қилған хитай адвокат қолға елинди
2013.05.08
Хитай сақчи даирилири хитай рәһбәрлириниң мал - мүлкини ашкарилашни тәләп қилған җяңшилиқ аял кишилик һоқуқ адвокати лю пиңни қолға елип, һакимийәтни ағдурушқа қутратқулуқ қилиш җинайити билән әйиблигән.
Лю пиң илгири мустәқил намзатлиқ салаһийити билән җяңши өлкиси шинуй шәһәрлик хәлқ қурултийи сайлимиға қатнашқан иди. Униң адвокати сәйшәнбә күни шинюй шәһәрлик қамақханиға берип, лю пиң билән көрүшүшни тәләп қилған болсиму, бирақ қамақхана даирилириниң рәт қилишиға учриған.
Лю пиң қолға елиништин бурун хитай рәһбәрлириниң мал - мүлкини ашкарилашни тәләп қилиш һәрикитигә қатнашқан иди. Кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилатиниң билдүрүшичә, һазирға қәдәр мәзкур һәрикәткә қатнашқан паалийәтчиләрдин аз дегәндә 10 киши қолға елинған. Лю пиңниң адвокати ройтерс агентлиқиға бәргән баянатида, даириләрниң лю пиңни һакимийәткә қарши ағдурмичилиққа қутратқулуқ қилиш билән әйибләп қолға алғанлиқини билдүргән. Компартийә һөкүмити өктичиләрни даим һакимийәткә қарши ағдурмичилиқ вә ағдурмичилиққа қутратқулуқ қилиш җинайити билән әйибләп бастуруп кәлгән.