Мақалә: хитай армийәси етник топлуқларниң көңлини унтушта мәғлуп болди
2013.04.20
“дипломат” тор журнилида елан қилинған “шинҗаңға нәзәр” намлиқ мақалидә хитай армийәсиниң етник топлуқларниң көңлини унтушта мәғлуп болғанлиқи көрситилди.
Мақалини хитайдики аз санлиқ милләт вә миллий сиясәтни тәтқиқ қилидиған граһам адамс исимлик тәтқиқатчи язған.
Мақалидә 2009- йилидики үрүмчи намайишидин кейин, хитай даирилириниң аталмиш террорчи вә бөлгүнчиләргә қаттиқ зәрбә бериш сияситини техиму күчәйткәнлики оттуриға қойған.
Аптор мақалидә даириләрниң миллий вә диний муқимлиқни баһанә қилип, йәрлик хәлқләрни бастуруватқанлиқи вә райондики бихәтәрлик қисимлирини җиддий көпәйткәнликини язған.
Мақалидә көрситишичә, хитай һөкүмити аталмиш “азадлиқ” тин кейин, хитай азадлиқ армийәсиниң аз санлиқ милләтләрниң һамийси икәнликини көрситишкә тиришип кәлгән.
Мақалидә мундақ дейилгән: һалбуки, бу оттура асиялиқ етник топлуқ хитай армийәси вә җ х идарисигә қәтий ишәнмәслик мәйданини өзгәртмәй кәлди.
“дипломат” тор журнилиниң баш шитаби японийәниң токйо шәһиригә җайлашқан.