11-Нөвәтлик хитай-германийә кишилик һоқуқ сөһбитидә уйғурлар мәсилиси тилға елинди
2013.05.15
14-Май күни ниңшада башланған 11-нөвәтлик хитай-германийә кишилик һоқуқ сөһбитидә тибәт мәсилиси вә уйғурлар мәсилиси тилға елинди.
Германийә билән хитай оттурисида елип бериливатқан кишилик һоқуқ сөһбити 1999-йили башланған болуп, бу йиллиқ кишилик һоқуқ сөһбитиниң муһим темиси хитайдики аз санлиқ милләтләрниң һоқуқи вә нөвәттики вәзийити болған.
Германийә-хитай кишилик һоқуқ сөһбити 14-май башлинип, хитай вақти 15-май чаршәнбә күни кәчтә аяғлашқан. Сөһбәт аяғлашқучә, хитайниң һөкүмәт мәтбуатлирида сөһбәт һәққидә һечқандақ хәвәр берилмиди. Әмма германийә авази, фирансийә агентлиқи, әркин асия радиоси вә башқа хәлқара мәтбуатлар икки күндин буян сөһбәтниң мәзмуни һәққидә хәвәрләр бәрмәктә.
Фирансийә агентлиқиниң бу қетимқи сөһбәт һәққидә бәргән хәвиридә “германийә билән хитай оттурисида елип берилған 11-нөвәтлик кишилик һоқуқ сөһбитидә, аһалисиниң мутләқ көп қисми мусулманлар болған шинҗаңда давам қиливатқан милләтләр арисидики тоқунуш мәсилиси асаслиқ темиларниң бири болди” дегән баянлар берилди.
Сөһбәттин илгири германийә кишилик һоқуқ комитети 24-апрел күни баянат елан қилип, хитайда тибәтләрниң өзини көйдүрүш һәрикити көпәйгәнликини, кишилик һоқуқ вә диний етиқад чәклимилири барғанчә күчәйгәнликини билдүргән иди. Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитму бу қетимқи кишилик һоқуқ сөһбитидин илгири баянат берип, “уйғурлар учраватқан кишилик һоқуқ вә диний етиқад дәпсәндичиликиниң еғирлашқан ” лиқини билдүргән иди.