Хитай армийисигә қарашлиқ гезитләр нәшрдин тохтиған
2016.01.21
Хитай армийиси өзигә тәвә 7 һәрбий районда нәшр қилип тарқитиливатқан гезитни тохтатқан. Бирләшмә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, бу гезитләрни тохтитиш ши җинпиңниң хитай армийисидин 300 миң адәм қисқартиш пилани билән мунасивәтлик икән.
Нәшрдин тохтитилған гезитләр ичидә 1937-йилидин тартип чиқиватқан “һәрбийләр хәвәр гезити” вә шундақла “хәлқ азадлиқ армийиси күндилик хәвәрлири” қатарлиқларму бар болуп, улар өткән һәптидин етибарән нәшрдин тохтиған.
Хитай дөләт рәиси ши җинпиң өткән йил сентәбир ейида 300 миң һәрбий хадим қисқартидиғанлиқини елан қилған. Бирләшмә агентлиқи хәвиридә, ши җинпиңниң бу қарариниң хитай һөкүмитиниң армийә үстидики контроллуқини күчәйтишни вә армийиниң компартийигә болған садиқлиқиниң аҗизлишишиниң алдини елишни мәқсәт қилғанлиқини баян қилған.
Хитай армийиси дунядики зор көләмлик армийиләрниң бири болуп, униң җәмий 2 милйон 300 миң нәпәр һәрбий хадими мәвҗут икән.