“хитай иқтисадиниң тез тәрәққий қиливатқанлиқи” гуман қозғимақта

Вашингтондин мухбиримиз уйғар тәйярлиди
2024.12.12

12-Декабир, “иқтисадшунас” (Economist) журнилида елан қилинған “әгәр хитай иқтисади һөкүмәт даирилири дегәндәк көзлигән мәқсәткә йәткән болса, немишқа пул пахаллиқи шунчә төвән болиду” намлиқ бир мақалидә, хитай иқтисадиниң хитай даирилири дәватқандәк әһвалда әмәслики, хитай иқтисадиниң тез тәрәққий қиливатқанлиқи һәққидики мәлуматларниң гуман қозғайдиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалидә мундақ дейилгән: “хитайниң сиясәт бәлгилигүчилири пул сияситини бошитиш, һөкүмәтниң қәрз елишини кеңәйтиш вә пул-муамилә органлирини күчәйтиш арқилиқ иқтисадни һәрикәтләндүрәләйду. Бу һәқтә қилалайдиған көп ишлар бар. Әмма тәһлилчиләр хитай иқтисадиниң унчә тез тәрәққий қиливатқанлиқиға гуман билән қарайду”.

“иқтисадшунас” журнили анализчи гав шәнвен (Gao Shanwen) ниң сөзидин нәқил кәлтүрүп мундақ дегән: “хитай иқтисадиниң үч пирсәнт кемийиши, йәни бу йил тәхминән %5 тин %2 кә төвәнлишиниң пул пахаллиқи билән болған мунасивити нормал әмәс. Хитайниң илгири омумий ишләпчиқириш қиммити (GDP) тез ашқан, әмма йеқиндин буян яхши әмәс. Хитай күч қуввити қалмиған қерилар, ишсиз яшлар вә үмидини йоқатқан оттура яшлиқлар билән толуп ташти”.

“вол-ситрет журнили” гезитиниң обзорчиси волтир расил мид (Walter Russell Mead) йеқинда хитай иқтисади һәққидә бир парчә мақалә йезип, хитайниң өзи колиған ориға өзи чүшүватқанлиқини, хитай иқтисад моделиниң давам қилалмайдиғанлиқини илгири сүргәниди. У, буниң асаслиқ сәвәбини көрситип, “һазир хитайниң бәзи йәрлиридә 2021-йилдин буян өй баһаси тәхминән %30 чүшүп кәтти. Санаәттә тапқан пайдиси өткән бир йилда %17.8 Төвәнлиди. яшларниң ишсизлиқ нисбити давамлиқ ашмақта. Чәт әлликләр мәбләғ селишни халимайватиду” дегәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.