Хитай билән иран “шинҗаң яхши җай” темисида видийолуқ йиғин өткүзгән
2021.09.15
Хитай һөкүмитиниң башқа дөләтләрниң көзини бояш қилмишлири һәр вақиттикидин бәк көпийип кетиватқан болуп, қоллиниватқан һийлә-нәйрәң васитилириму көп хиллишишқа башлиған.
Хитай таратқулириниң хәвиригә қариғанда, 13-сентәбир күни уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт иранниң хитайда турушлуқ әлчиханиси билән “шинҗаң яхши җай” темисида видийолуқ сөһбәт өткүзүп, “шинҗаңдики муқимлиқ вә тәрәққият нәтиҗилири” ни намаян қилип, америка башчилиқидики ғәрб күчлириниң “хитайға қарши сәпсәтилири” гә рәддийә бәргән.
Йиғинда уйғур аптоном районлуқ хәлқ қурултийи даимий комитетиниң мудири шавкәт имин ғәрб күчлириниң шинҗаңни қорқунчлуқ көрситишкә урунуп кәлгәнликини, “хитай шинҗаңда ирқий қирғинчилиқ йүргүзүватиду” дегән гәпниң “инсанийәт тарихидики әң чоң төһмәт” икәнликини оттуриға қойған. Уйғур дияриниң һәр қайси җайлиридин кәлгән “курсантлар”, имамлар, сиртқа чиқип ишләп пул тапқанлар вәкиллири өзлириниң бәхтлик икәнликини тәшвиқ қилған.
Иран вәкиллири бу қетимлиқ йиғин арқилиқ хитай һөкүмитиниң шинҗаңға нәқәдәр көңүл бөлгәнликини һес қилғанлиқини, өзлириниңму у йәргә барғанда бу райондики чоң тәрәққиятни көргәнликини баян қилишқан.
Тәһлилчиләр хитайниң бундақ паалийәтлириниң иран биләнла тохтап қалмайдиғанлиқини, хитай өзи муһим дәп қариған қошнилиридин пакистан, афғанистан вә башқа дөләт әлчиханилири биләнму бу шәкилдә видийолуқ йиғин өткүзүши мумкинликини, әмәлийәттә буниң йиғин әмәс, хитайниң изчил давам қилип келиватқан көз боямчилиқ, тәшвиқат оюни икәнликини билдүрди.