Америка әдлийәси 5 нәпәр хитайни “җасуслуқ” билән әйибләп сотқа тартқан

Мухбиримиз ирадә
2022.05.19

Америка әдлийә тармақлири бир нәпәр америка пуқралиқидики хитай билән 4 нәпәр хитай җамаәт хәвпсизлик минситирлиқиниң хадимлирини җасуслуқ қилиш вә хитайниң чигра һалқиған бесим һәрикити билән шуғуллиниш җинайити билән әйиблинип сотқа тартилған. Бу дело ню-йорк шәһириниң бруклиндики федерал сотида сотланған.

Америка әдлийә министирлиқи тарқатқан бу һәқтики баянта, йоқириқи хитай җасуслириниң американиң ню-йорк вә башқа җайлиридики “хитай коммунист һөкүмитигә қарши” дәп билингән өктичи хитайлар, хоңкоңлуқлар вә һәтта уйғурлар һәм тибәтләр үстидин җасуслуқ қилғанлиқи баян қилинған.

Сот һөҗҗитигә қариғанда, бу бәш киши ню-йорк шәһириниң “кувин” (Queens, New York) дегән йеридин болған 73 яшлиқ ваң шуҗүн, гуваңдуңлуқ фең хе, чиңдавлиқ миң ли, гуаңдуңлуқ миң ли вә шявли, чиңдавлиқ лу кечиңлар икән. 73 яшлиқ ваң җинайи ишлар әрзигә асасән 16-март қолға елинған болуп, қалған төти техи қечип йүрмәктикән.

Бу кишиләр американиң ню-йорк шәһиридики вә башқа шитатлардики хитай компартийәсигә қарши яки хитай һөкүмити яхши көрмәйдиған хитай өктичиләр, уйғурлар, тибәт вә хоңкоңлуқларни тәқиб қилиш, учур топлаш, хитайниң җ х тармақлириға учур йәткүзүш, бәднам чаплаш, паракәндичилик селиш вә һәтта сүйиқәст пиланлаштәк қилмишлар билән шуғулланған.

Америка әдлийә министирлиқиниң баянатида көрситилишичә, 73 яшлиқ ваң шүҗүн узун йил ню-йоркта яшиған бир “илмий хадим” болуп, у демократчи қияпитигә киривалғанлиқтин кишиләрниң ишәнчисигә еришкән бири икән. У буниңдин пайдилинип, нурғун өктичиләр билән алақә қилип уларниң ой-хияллири, паалийәтлири вә һәтта паалийәтләрдә сөзлимәкчи болған нутуқи қатарлиқ учурлириға еришкән, уни хитай җ х министирлиқи хадимлириға “күндилик хатирә” дегән нам астида йоллап турған. У йәнә уйғур, тибәт вә моңғулларниму тәқиб қилған. У алақә қилған бир хоңкоңлуқ паалийәтчи хоңкоңға қайтқандин кейин, хитай тәрипидин қолға елинған.

Америка әдлийә министирлиқи дөләт хәвпсизлики бөлүминиң баш тәптиш ярдәмчиси матев г. Олсен бу һәқтә қилған сөзидә мундақ дегән: “биз хитай вә башқа һәр қандақ мустәбит һөкүмәтниң дөлитимизгә бастуруш тәдбирлирини експорт қилишиға йол қоймаймиз. Биз һәр қандақ бир чәт әл һөкүмитиниң сөз әркинликимизгә тосқунлуқ қилишиға, қанунлиримизниң қоғдилишини рәт қилишиға, шәхсләрниң бихәтәрликигә яки аилисиниң бихәтәрликигә тәһдит селишиға йол қоймаймиз вә уни қануний җавабкарлиққа тартимиз.”

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.