Хитайниң “антитеррорлуқ қануни” америка назук техника ширкәтлиридә әндишә қозғиди
2015.02.27
Хитайниң уйғур қаршилиқ һәрикәтлиригә тақабил туруш мәқситидә тәйярлиған “террорлуққа қарши туруш қануни” америка назук техника ширкәтлириниң әндишисини қозғиған.
Ройтерс агентлиқиниң илгири сүрүшичә, мәзкур қанун иҗра қилинса, хитайда сода қилидиған алма, микрософт қатарлиқ америка назук техника ширкәтлириниң сода мәхпийәтлик мәсилисигә тақилип, америка - хитай оттурисида тор бихәтәрлик, технологийә сияситидики йәнә бир қетимлиқ ихтилапини пәйда қилидикән.
Хитайниң мәзкур қанун лайиһәсидә, хитайдики чәтәл назук техника ширкәтлириниң мәхпий шифирлаш ачқучини хитайға тапшуруп, компютериға бихәтәрлик сүңгүчи орунлаштуруш тәләп қилинған.
Ройтерсниң қәйт қилишичә, америка назук техника ширкитидин бир мәнбә, “бу хитайда сода қилидиған һәр ким үчүн бир апәттур. Буниңда, сиз һәргиз> мәвһум хусуси тор> қаналлириниң улинишиға капаләтлик қилалмайсиз. Бихәтәр сода алмаштуруши яки һәрқандақ ширкәт мәхпийәтликини сақлиялмайсиз. Қанун арқилиқ һечқандақ мәхпийәтликиңиз қалмайду” дегән.
Хитай хәлқ қурултийи хитайниң тунҗи террорлуққа қарши туруш қанун лайиһәсини чаршәнбә күни музакиригә қойған. Мәзкур қанун, хитай аманлиқ күчлириниң һазирқи уйғур кишилик һоқуқиға бузғунчилиқ қилиш һәрикитини қанунлаштуриду, дәп тәнқид қилинған.