Хитайниң хәлқара кишилик һоқуқ уқумини қайта бекитишкә уруниватқанлиқи илгири сүрүлди

Мухбиримиз әркин
2019.12.13

Хитайниң мәвҗут хәлқара кишилик һоқуқ өлчәмлирини қайта бекитип, униң орниға өзиниң “кишилик һоқуқ” принсиплирини дәсситишкә уруниватқанлиқи илгири сүрүлди.

Фирансийә агентлиқиниң 13‏-декабир хәвәр қилишичә, хитайниң бу урунуши униң уйғурларға тутқан муамилисини ақлашлирида өз ипадисини тапмақта икән. Ғәрбтики нурғун дөләтләр хитайниң уйғурларни бастуруп, 3 милйондәк уйғур вә башқа мусулманларни лагерларға қамишини әйибләб кәлди. Лекин хитай иқтисади тәрәққият вә хәвпсизлик кишилик һоқуқтин муһим, дегәнни илгири сүрүп, ғәрбниң тәнқидлирини рәт қилип кәлди. 

Фирансийә агентлиқиниң хәвиридә тәкитлишичә, хитай һөкүмити йеқинда бейҗиңда өткүзүлгән “кишилик һоқуқ мунбири” ниң йиғиниға шималий корейә, сүрийәдәк дөләтләрни тәклип қилип, өзиниң юқириқи кишилик һоқуқ өлчимини базарға салған шундақла у б д т ға әза башқа дөләтләргә өзиниң бу қаришини қобул қилдурушқа урунған. Хитай һөкүмити 10-вә 11‏-декабир күнлири бейҗиңда “җәнуб билән җәнубниң кишилик һоқуқ мунбири” йиғини чақирип, шималий корейә, сүрийә, пакистан қатарлиқ дөләтләрни тәклип қилған. Йиғинда хитайниң муавин ташқий ишлар министири ма җавшү сөз қилип, “һәр бир дөләт хәлқиниң өзлириниң кишилик һоқуқ йолиға меңиш һәққи барлиқи” ни илгири сүргән иди. 

Фирансийә агентлиқиниң тәкитлишичә, хитай хәлқараниң уйғур тутқунлар мәсилисидики тәнқидлиригә қайтурған инкаслирида өзиниң “тәрәққият вә бихәтәрлик әң муһим кишилик һоқуқ” дегән қаришини ипадә қилмақтикән. Хәвәрдә йәнә хитайниң һәрикитиниң хәлқара сәһниләрдә тезлишиватқанлиқи, бу йил23‏-өктәбир күни әнглийә башчилиқидики 23 ғәрб дөлити б д т да хитайниң уйғур районидики кишилик һоқуқ хатирисини тәнқидләп арқидинла хитайға иттипақдаш 53 дөләтниң хитайни қоллап баянат елан қилиши, буниң типик мисали икәнликини билдүргән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.