Хитай ладах райониға йеқин хотән һәрбий базисидики айропилан йолини ишқа кириштүргән
2024.04.09
Хитай билән һиндистанниң мунасивити җиддийлишип қалған бир мәзгилдә, хитайниң хотәндики һава армийә базиси хитайниң һәрбий һәрикитидә һәл қилғуч рол ойнайдиған һаләткә кәлгән.
Бу һәқтә һиндистан “йеңи деһли” гезитиниң 8-апрел бәргән хәвиридә мундақ дейилгән: “хитай өзлири ишғал қиливалған шәрқий түркистан (һазирқи шинҗаң) ниң хотән диярида икки айропилан йолини ясап, бу һәптә ишқа кириштүрди. Бу һәрикәт һәрбий давалғуш ичидә турған мәзкур районда әскәр вә қорал көпәйтиш тәқәззасини пәйда қилиду”.
Бу хәвәрдә ейтилишичә, һиндистан дөләт мудапиәси вә хәвпсизлик органлири сүний һәмраһтин тартқан сүрәтләрдә, хотәндики иккинчи айропилан йолиниң рәсмий ишқа кириштүрүлгәнлики һәмдә бу һава армийә базисиниң ладах райониға әң йеқин йәргә җайлашқанлиқи мәлум болған. Бу айропилан йолиниң узунлуқи 3700 метир болуп, бу йолни бойлап бир қисим һәрбий қурулушлар, биналар селинған.
Хәвәрдә ейтилишичә, 2020-йил һиндистан билән хитай арисида чегра соқуши йүз бәргәндин буян, хитай һөкүмити тибәт вә уйғур райониниң һиндистанға чеградаш районлирида айродурум, тик учар қонуш орни, төмүр йол, көврүк қатарлиқ һәрбий әслиһә қурулушлирини көпәйткән.
Гәрчә хитайниң хотәндики һава армийә базисида җиддий һәрикәт көрүлмигән болсиму, хитай армийәси, җүмлидин һава армийәсиниң бу базидин һаман бир күни пайдилинип һәрикәт қозғайдиғанлиқи тәхмин қилинмақта икән. Һиндистан дөләт мудапиә министирлиқидин берилгән учурға көрә, улар ладах райониниң шәрқидики һәрбий базиси вә һәрбий әслиһәлирини қайтидин күчәйтишкә киришкән.