Хәлқара малийә фонди ширкәт қәрзиниң хитай иқтисадиға хәвп икәнликини билдүрди
Хәлқара малийә фонди хадими хитайни барғанчә көпийиватқан ширкәт қәрзиниң хитай иқтисадиға система характерлик хәвп елип келиши мумкинлики һәққидә агаһландурған.
Ройтерсниң хәвәр қилишичә, хәлқара малийә фондиниң муавин директори дәйвид липтон бу сөзләрни шәнбә күни шенҗенда иқтисадшунасларға сөзлигән бир нутқида оттуриға қойған.
У мундақ дегән:“бүгүнки ширкәт қәрзлири, әтә бир система характерлик мәсилигә айлиниши мумкин. Система характерлик қәрз мәсилиси иқтисадий өсүшкә еғир дәриҗидә әкс тәсир көрситиду яки банка кризиси кәлтүрүп чиқириду яки һәр иккилисигә сәвәб болиду.”
Хәвәргә қариғанда, хитай мәркизий банкиси өткән һәптә елан қилған йил оттурисидики хизмәт доклатида һөкүмәтни қәрз дәриҗисини төвәнлитишкә чақирған.
Липтонниң қаришичә, хитайдики ширкәтләрниң омумий қәрз соммисиниң дөләт йиллиқ омумий ишләп чиқириш қиммити билән болған нисбити 145 пирсәнткә йәткән.
Һалбуки “сода ички хәвәрлири гезити” дә көрситишичә, “маквайер мәбләғ селиш гуруһи” дики иқтисадий анализчи ларий ху хитайдики юқириқи нисбәтниң 284 пирсәнткә йәткәнликини көрсәткән.
У, бу қәрз нисбитиниң хәтәрлик сүрәттә өсүватқанлиқини һәмдә нөвәттә турақсиз дәриҗигә йәткәнликни билдүргән вә: “бу һалакәтниң башлиниш нуқтиси. Мана бу хитай иқтисадини йиқитидиған амил” дәп язған.
Ройтерста нәқил елишичә, липтон әпәндим хитай даирилирини дуняви иқтисадий давалғуш пәйда қилиштин сақлиниш үчүн қәрз мәсилини түптин һәл қилишқа чақирған.