Ерик абетз: “хитай һазир натсистлар баш көтүргән вақитлардики ишларни қиливатиду!”

Мухбиримиз әзиз
2020.11.17

Хитай һөкүмитиниң 2022-йилидики қишлиқ олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилиши йеқинқи мәзгилләрдин буян изчил тәнқид обйекти болуп келиватқаниди. 16-Ноябир күни “австралийәликләр” гезити австралийә парламентиниң кеңәш палата әзаси ерик абетз нөвәттә уйғурларниң зор көләмлик тутқунға дуч келиши һәмдә хоңкоңдики демократийә намайишлириниң бастурулушини алаһидә тәкитлигән һалда “бу һал 1936-йили натсистлар германийәсиниң берлин олимпик мусабиқисигә саһибханилиқ қилғиниға нәқәдәр охшайдиған бир вәқә” дәп көрсәтти. У сөзидә әйни вақитта германийә билән иқтисадий алақидә болған дөләтләрниң натсистлар иҗра қиливатқан лагерлар вә ирқий зиянкәшлик қилмишлирини көрмәскә селивалғанлиқи һәмдә шу арқилиқ өзлириниң янчуқини томпайтишниң койида болғанлиқини йәнә бир қетим әсләтти.

Австралийә парламентиниң кеңәш палата әзаси рекс патрикму австралийә һөкүмитини бейҗиң олимпик мусабиқисини байқут қилишқа чақирди. У әйни вақитта адолф гитлерниң йәһудийларни олимпик мусабиқисигә қатнишиштин мәни қилғанлиқи, шуниңдәк хәлқара җәмийәтниң берлин олимпик мусабиқисини байқут қилишни рәт қилғанлиқини тәкитләп “бундақ һадисә бизниң заманимизда йәнә бир қетим тәкрарланмаслиқи лазим. Болупму австралийә тәнһәрикәтчилири вә австралийәниң байриқи қирғинчилиқ қиливатқан бир дөләттики олимпик мусабиқисиниң сәһнисидин орун алмаслиқи лазим” дегән.

Кеңәш палата әзаси абетз хитайниң йеқиндин буян австралийә билән болған алақисидә “иқтисадий җәһәттин қисиш” козирини ойнаватқанлиқини тилға елип “хитай һазир дуняға ‛бизниң вәһшиликимизни тосмақчи болсаң, биздики кишилик һоқуқ мәсилилирини паш қилмақчи болсаң биз саңа иқтисадий җаза беримиз‚ дегән учурни йоллаватиду” дегән. Шундақла милйонлап киши лагерға қамиливатқан мушундақ җиддий пәйттә һәқиқәт үчүн дипломатик еһтияҗни вақтинчә биряққа қайрип қоюшниң зөрүрлүкини тәкитлигән.

Мәлум болушичә, ерик абетз әпәнди илгири австралийә һөкүмитидә пәвқуладдә ишлар министири вә белиқчилиқ вә орманчилиқ министири қатарлиқ вәзипиләрни өтигәникән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.