Хитай пай чеки 27 йилдин буянқи әң еғир төвәнләшкә дуч кәлди

Вашингтондин мухбиримиз әзиз тәйярлиди
2024.10.09

“муһапизәтчи” гезитиниң 9-өктәбирдики хәвиридә ейтилишичә, хитай пай чеки базири 27 йилдин буянқи әң зор төвәнләшкә дуч кәлгән һәмдә хитайға мәбләғ салғучиларни ғайәт зор дәриҗидә үмидсизләндүргән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити таҗсиман вирус вабасидин кейин юқири пәллигә чиққан иқтисадий чекиниш вәзийитини оңшаштики әң зор тәдбир сүпитидә “иқтисадий риғбәт” сияситини йолға қойған. Буниңда “хитай хәлқ банкиси” өй-мүлүк қәрзиниң өсүм нисбитини төвәнлитиш, өй-мүлүк сетивалғучиларниң дәсләпки закаләт пул миқдарини азайтиш вә банка қәрзиниң өсүмини чүшүрүшни асас қилған болуп, шәхсләрниң қәрз арқилиқ пай чекигә мәбләғ селиши мәни қилинған. Һалбуки бу тәдбирләр иҗра болуп, һәптә өткәндә хитай пай чеки базиридики зор төвәнләш барлиққа кәлгән. Бу хил төвәнләш шенҗен, шаңхәй вә хоңкоң пай чеки базирида әң рошән болған.

Пай чеки базиридики бу хил төвәнләш йүзлиниши һәққидә көпчиликкә чүшәнчә бериш үчүн хитай дөләт ишлири кабентиниң ахбарат ишханиси 12-өктәбир күни хитай малийә министири лән фоәнниң иштиракида мухбирларни күтүвелиш йиғини чақиридиғанлиқини елан қилған. Базар иқтисади бойичә мутәхәссис һесаблинидиған ричард хантер (Richard Hunter) бу һәқтә сөз қилип хитай пай чеки базириниң төвәнлишидики асаслиқ сәвәбни “мәбләғ салғучиларниң хитай иқтисадиға болған үмидсизлики” дәп хуласилигән.

Мәлум болушичә, хитай һөкүмити 2024-йили иқтисадниң өсүшини бәш пирсәнткә йәткүзидиғанлиқини җакарлиған болуп, нөвәттә бу нишанға йетишниң мумкин әмәслики айдиңлишип қалған. Техиму муһими нөвәттә хитайдики яшларниң ишсизлиқ нисбити аллиқачан 20 пирсәнткә йеқинлап қалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.