Генерал марк мейли: “хитай американиң әң чоң гео- сиясий рәқибидур”

Мухбиримиз әркин
2022.11.17

Америка қораллиқ қисимлири штап башлиқлири бирләшмисиниң рәиси генерал марк мейли хитайниң американиң әң чоң гео-сиясий рәқиби икәнлики вә униң йеқин арида һәрбий җәһәттин америкаға бесим пәйда қилишқа қаттиқ тиришиватқанлиқини билдүргән. Лекин генерал мейлиниң ейтишичә, америкаму җим турмиған болуп, хитайниң америкаға бесим пәйда қилип, униң дунядики әң қудрәтлик һәрбий күч болуш ғәризиниң әмәлгә ешишиға қарап турмайдикән.

Генерал марк мейли 16-ноябир күни америка дөләт мудапийә министири лилойд аустен билән америка дөләт мудапийә министирлиқиниң бәш бурҗәклик бинасида өткүзүлгән ахбарат йиғинида, американиң йеқинда елан қилинған йеңи дөләт мудапийә истиратегийәсидә хитайниң немә үчүн әң тәһдит, дәп қаралғанлиқиға чүшәнчә бәргән.

Генерал марк мейли мундақ дигән: “биз бу арқилиқ немә димәкчи, биз хитайниң америка қошма штатлириға гео-сиясий җәһәттин җиддий хирис пәйда қилиш йошурун күчи бар бирдин-бир дөләт икәнликини ейтмақчи. Улар буниңда нупус, технологийә, иқтисад вә башқа бир қатар амилларға таянмақта. Хитай америка үчүн әң чоң гео-сиясий хирис пәйда қилди. Хитай өзиниң бу нишаниға йетиштә иккинип бақмиди. Улар бу әсирниң оттурлириғичә, йәни 2049-йилғичә дуняниң 1-номурлуқ күчи болушқа уруниватиду.”

Униң ейтишичә, хитай йеқиндин бери бу нишанға йетиш қәдимини тезләткән болуп, у илгири 2030-йилларда яки 2030-йилларниң оттурлирида американи бесип чүшидиған район характерлик әң күчлүк дөләт болушни пиланлиған болсиму, лекин һазир бу нишанға йетишни техму алдиға сүрүп, буни 2027-йили ишқа ашурмақчи болған. Лекин марк мейли, американиң буниңға қарап турмайдиғанлиқи, хитайниң дунядики 1-номурлуқ күчлүк дөләт болуш ғәризи әмәлгә ашмайдиғанлиқини билдүргән. У мундақ дегән: “улар бу нишанға йетиш үчүн тишиватиду, буниң үчүн интайин җапалиқ ишлимәктә, бирақ бизму җим ятмидуқ, бизму тиришиватимиз. Шүбһисизки, кишиләр тәнқид қилсиму, лекин һазир америка армийәси дунядики әң әҗәллик уруш машинисидур.”

Униң ейтишичә, америка өзиниң биринчи номурлуқ орнини сақлап қалидикән, шундақла хитай һәрбий җәһәттин америка армийәсидин күчлүк болалмайдикән. У: “хитай тиришчанлиқ көрсәтсиму, бирақ бу нуқтиға баралмайду” дегән.

Генерал марк мейли бу сөзләрни президент байден билән хитай рәһбири ши җинпиң  14-ноябир күни һиндонезийәниң бали шәһридә өткүзүлгән 20 гуруһиниң башлиқлар йиғини әснасида көрүшүп, икки дөләт арисидики ихтилапниң тоқунушқа айлинип кетишиниң алдини елишни музакирә қилишиниң арқисидинла ейтқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.