Хитай билән росийә японийә деңизида бирләшмә һәрбий маневир өткүзди

Мухбиримиз җүмә
2013.07.06

Соғуқ мунасивәтләр уруши дәвридики рәқибләрдин болған хитай билән росийә җүмә күни японийә деңизида бирләшмә һәрбий маневир өткүзди.

Мәлуматларға қариғанда, икки дөләт арисидики мәзкур маневир һазирғичә өткүзүлгән шу хилдики маневирларниң ичидә әң зор көләмдикиси болуп һесаблинидикән. Хитай илгири башқа чәтәл армийиси билән бундақ көләмдә маневир өткүзүп бақмиған икән.

Маневирға “бирләшмә деңиз - 2013” дәп нам берилгән болуп, маневир 5 - июлдин 12 - июлғичә давам қилидикән.

Мәзкур маневириниң японийә - хитай арисидики деңиз маҗираси барғанчә күчийиватқан мәзгилгә тоғра келиши диққәтни чәкмәктә.

Мәлум болушичә йәнә, бу икки тәрәп бу йил авғустта русийәниң урал тағлири районида террорлуққа қарши бирләшмә маневир өткүзидикән.

Бу икки дөләт шаңхәй һәмкарлиқ тәшкилатиниң әң чоң әзалири болуп, мәзкур тәшкилат өткән бир нәччә йилдин буян “тинчлиқ бурчи” намида террорлуққа қарши бирләшмә маневирларни өткүзүп кәлгән иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.