Уйғур аптоном районлуқ партком “мәмурий районларни бөлүп башқурушни күчәйтиш” ни музакирә қилған

Мухбиримиз әркин
2022.06.27

Уйғур аптоном районлуқ парткоминиң даимий комитети 26-июн күни кеңәйтилгән йиғин чақирип, ши җинпиңниң хитай компартийәси сиясий бюросиниң 40-нөвәтлик коллектип өгиниш йиғини вә мәркизи ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруш комитетида қилған сөзлириниң роһини ‍өгәнгән. Хитай таратқулириниң хәвәрдин мәлум болушичә, бу йиғинниң әң диққәт қиларлиқ нуқтиси, униң районда мәркизи ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруш комитетиниң “мәмурий районларни бөлүп башқурушни күчәйтиш” тоғрисидики орунлаштурушини толуқ әмәлийләштүрүшни тәкитлиши болған.

“шинҗаң” гезитиниң хәвиридә ейтилишичә, йиғинда мундақ дейилгән: “баш секретар ши җинпиңниң мәркизий ислаһатни омумйүзлүк чоңқурлаштуруш комитети йиғинида қилған муһим сөзиниң роһини әтраплиқ тәтқиқ қилиш вә йолға қоюш, партийә мәркизи комитетиниң қарар чиқириш вә орунлаштурушини омумйүзлүк чоңқурлаштуруш керәк. Ислаһатни, шинҗаңниң реаллиқиға зич бирләштүрүш, рәқәмлик һөкүмәт қурулуши илгири сүрүш вә санлиқ мәлумат бихәтәрликини қоғдаш…. . Мәркизи комитетниң мәмурий районларға бөлүш хизмитигә мәркәзләштүрүп рәһбәрлик қилишида чиң туруш, мәмури районларға айришни башқурушни қанун бойичә күчәйтиш керәк.”

Хитай таратқулириниң хәвәрлиридә, ши җинпиңниң “мәмури районларни бөлүп башқуруш” тоғрисидики орунлаштурушиниң конкрет немиләрни көздә тутқанлиқи ейтилмиған болсиму, бирақ бу көзәткүчиләрдә хитай һөкүмити аталмиш “мәмури районларға қайта айриш ислаһати” елип беришқа тәйярлиқ қиливатамду, дегән соал пәйда қилған. “шинҗаң” гезитиниң ейтишичә, бу қетимқи йиғинда йәнә “шинҗаң су ишлири тәрәққият мәбләғ селиш гуруһи” тәшкилләп, дөләткә аит су байлиқлирини җанландуруш, райондики су байлиқиниң тәқсиматидики тәңпуңсизлиқни һәл қилишни тәкитлигән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.