Хитайниң таҗикистанда қуруватқан мәхпий һәрбий базиси әндишә пәйда қилмақта
2024.07.12
Сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләр хитайниң уйғур елигә чеградаш таҗикистанда қуруватқан мәхпий һәрбий базисини ашкарилиған.
Әнглийә “телеграф” гезитиниң билдүрүшичә, мәзкур мәхпий һәрбий база талибанлар һөкүмранлиқидики афғанистандин келидиған бихәтәрлик хәвпигә тақабил турушни мәқсәт қилмақта икән. Памир егизликиниң вахан каридориға чиқиш нуқтисиға қурулуватқан деңиз йүзидин аз кәм 4000 метир егизликтики бу мәхпий һәрбий база, хитай билән таҗикистанниң 2016-йили имзалиған хәвпсизлик келишимигә асасән қурулмақта икән. Таҗикистан билән хитай арисида имзаланған бу келишим 2021-йили таҗикистан парламенти тәрипидин тәстиқланған. Бу һәқтики хәвәрләрдә, бу келишим бойичә мәзкур һәрбий базиниң контроллуқи хитай армийәсигә өткүзүп берилип, хитайниң һәрбий ярдими бәдилигә таҗикистан бу базиниң кәлгүсидики иҗарә һәққидин ваз кечидиғанлиқи қәйт қилинмақта.
Һалбуки, “телеграф” гезитиниң хәвиридә көрситишичә, һазирға қәдәр таҗикистан вә хитай һөкүмәтлириниң һеч қайсиси бу һәрбий базиниң мәвҗутлуқини ашкара етирап қилип бақмиған, әмма сүний һәмраһтин тартилған сүрәтләр һәрбий база қурулуши, җүмлидин һәрбий базиға баридиған йол қурулушиниң муқим сүрәттә давамлишиватқанлиқини көрсәтмәктә икән. Хәвәрдә, таҗикистанниң иқтисадий вә хәвпсизлик шерики болған русийә украина урушиға петип қалған бир пәйттә, бейҗиңниң һәрбий базилирини қошна дөләтләргә кеңәйтишиниң әндишә пәйда қиливатқанлиқи, ши җинпиңниң 4-июл күни таҗикистанни зиярәт қилип, таҗикистан билән болған мунасивәтни техиму мустәһкәмлигәнликини билдүргән.
“телеграф” гезитиниң қәйт қилишичә, нөвәттә хитай, таҗикистан ташқи қәрзниң 40 пирсәнтини игилигән болуп, хитай йәнә 90 пирсәнти тағлиқ болған бу дөләтниң нурғун җайлирида кан ечиш, ул әслиһәләр қурулуши қилиш һоқуқлириға еришкән. Хәвәрдә, таҗикистанниң иқтисадта хитайға беқинип қелиши “ахирида сиясий беқиндичилиқ вә бихәтәрлик җәһәттики беқинишни кәлтүрүп чиқириду” дәп тәнқидлиниватқанлиқи, тәнқидчиләр күнләрниң биридә хитай таҗикистандики мәблиғини қоғдашни баһанә қилип, таҗикистандики һәрбий мәвҗутлуқини техиму кеңәйтиши мумкин, дәп көрситиватқанлиқи тәкитләнгән.