Хитай явропаға тутишидиған зор көләмлик төмүр йол қурулушини башлиған
2023.12.27
Хитай йеңи бир төмүр йол тори бәрпа қилиш үчүн қазақистанда қурулуш башлиған. Мәзкур төмүр йол тори үч дөләтни өз ичигә алидиған болуп, явропаға баридиған саяһәтни 900 километир қисқартиш вә сәккиз күн азайтишни мәқсәт қилидикән.
Әнглийәдики “express” гезитиниң хәвиригә қариғанда, хитай нөвәттә қазақистанниң шәрқидики аягоздин уйғур елиниң тарбағатай вилайити билән чегралинидиған бақту чегра еғизини туташтуридиған 272 километирлиқ төмүр йол линийәси ясимақтикән. Қазақистан һөкүмәт хәвәрлиридә қош релислиқ төмүр йолниң 2027-йили ечиветилидиғанлиқи қәйт қилинған.
“express” гезитиниң дейишичә, бу қурулуш һәққидики келишим бу йил хитай шиәндә саһибханилиқ қилған хитай-оттура асия башлиқлар йиғинида мақулланған икән. Әйни чағда қирғизистан пирезиденти садир җаппароф хитай-қирғизистан-өзбекистан (CKU) төмүр йолини ясашқиму қошулған. Бу төмүр йолму хитай-явропа йүк төмүр йолиниң җәнуб линийәсиниң бир қисми болидикән. Хитайдин чиққан пойизлар қирғизистан, түркмәнистан, иран вә түркийә арқилиқ явропаға баридиған болуп, юқириқи линийә арқилиқ омумий мусапә 900 километир, вақит болса сәккиз күн қисқирайдикән.
Рәсмий линийәниң тәпсилати техи елан қилинмиған болсиму, әмма төмүр йолниң қирғизистан бөликиниң қәшқәргә, өзбекистан бөликиниң әндиҗан арқилиқ торугарт-арпа-макмал-җалал-абад каридориға тутишидиғанлиқи мәлум.
Хәвәрдә көрситилишичә, “лови институти” намлиқ тәтқиқат мәркизи бу һәқтики доклатида, хитайниң мәзкур линийә арқилиқ уйғур ели үстидики контроллуқни ашуруш, явропа билән сода қилишта русийәниң қатнаш линийәсигә тайинишни азайтиштәк истратегийәлик әвзәлликләргә еришидиғанлиқини қәйт қилған.
Бу дөләт һалқиған төмүр йол қурулуши хитай тәшәббус қиливатқан “бир бәлбағ бир йол” қурулушиниң бир қисми болуп, бу қурулуш америка вә ғәрб әллиридә “хитайниң қәрз тузиқи” дәп қарилип келиватқаниди.