Уйғур елидә йәнә 6 киши “өсәк сөз тарқитиш” җинайити билән җазаланди
Уйғур елидики җ х органлири учур васитилиридин пайдилинип, иғва тарқитиш җинайити билән йәнә 6 кишигә мәмурий җаза бәргән. Бу кишиләр айрим-айрим һалда куча, бөртала, үрүмчи вә шихәнзиләрдә қолға елинған.
Хәвәрдә ейтилишичә, бу өсәк сөз тарқатқанлар учур-алақә васитилиридә милләтләр иттипақлиқиға қаттиқ бузғунчилиқ қилидиған сөзләрни ишләткән яки хәлқни вәһимигә салидиған хәвәрләрни тарқатқан. Мәсилән, шихәнзә шәһиридики мәлум кархана хизмәтчиси сүй сина микро билогида шинхуа агентлиқиниң намини ишлитип туруп, биңтуәндики көп җайларда террорлуқ һуҗуми қилиш вәқәси йүз бәрди, нәччә йүз киши өлди” дегән хәвәрни тарқатқан.
Хәвәрләрдә бу иғва тарқатқучиларниң толуқ исми вә миллити ениқ тилға елинмиған болсиму, әмма уларниң фамилисидин хитай миллитидин икәнлики мәлум болмақта. Уйғур ели даирилири техи өткән һәптә үрүмчидә иғва тарқатқан 19 кишини қолға алғанлиқини уқтурған иди.