Хитай һөкүмити уйғур районини ашлиқ базисиға айландуруш қәдимини тезләтмәктә

Вашингтондин мухбиримиз җәвлан тәйярлиди
2024.06.18

Хитайни әң чоң енергийә записи билән тәминләватқан уйғур райони, нөвәттә хитайни ашлиқ билән тәминләшкә капаләтлик қилидиған районға айланған болуп, қумлуқтин боз йәр ечип ашлиқ териш көлими тез сүрәттә кеңәйгән.

“җәнубий хитай әтигәнлик почтиси” гезитиниң 18-июндики күни хәвиригә қариғанда, хитай деһқанлири уйғур районидики тәклимакан чөлини өзгәртиш һәмдә у йәрләргә буғдай терип хитайниң ашлиқ хәвпсизликини қоғдашқа һәссә қошмақта икән. Нөвәттә терилғу йәргә айланған даириниң көлими 400 гектар (6000 мо) ға йәткән. 

Хәвәрдә көрситилишичә, хитай нөвәттә дуня бойичә муһит әң еғир булғанған, тупрақниң чөллишиши вә зәһәрлишиши тезләшкән, екологийәлик тәңпуңлуқи бузулған вә килимат өзгириши түпәйлидин һәр йили тәбиий апәтләр көп йүз бериватқан дөләт болуп қалған. Хитайда чөллишип кәткән тупрақ 300 милйон гектарға йәткән болуп, бу әһвал йәнә давамлишидиған болса, 1 милярд 400 милйон хитайниң ашлиқ киризисиға дучар болуш хәвпи туғулидикән. Һәр йили дегүдәк йүз бериватқан кәлкүн апити яки қурғақчилиқ апитиму терилғу йәрләрни вәйран қилған. Мәсилән, хитайни ашлиқ вә көктат билән тәминләп кәлгән шәндуң вә хенән өлкисидә алдинқи йиллири қурғақчилиқ йүз берип, 300 милйон хитай аһалисигә биваситә тәһдит салған. Демәк, йеқинқи йилларда хитайниң ашлиқ ишләпчиқиришида сан вә сүпәт җәһәттә төвәнләш,  ашлиқ тәминләштә узаққа бәрдашлиқ берәлмәслик хәвпи күчәймәктә икән. Бундақ әһвалда, уйғур райони хитайниң кәлгүсидики әң муһим ашлиқ базиси болуп қалидикән.

Хитай һөкүмити ашлиқ киризисини һәл қилиш үчүн дөләт ичидә гени өзгәртилгән зираәтләрни омумлаштурған болса, дөләт сиртидин, мәсилән украина вә африқа дөләтлиридин йәр елип зираәт теришни башлиған; шундақла чәтәлдин ашлиқ импорт қилған. Украинада урушниң давамлишиши, африқидики хитайларниң һуҗумға учриши қатарлиқ сәвәбләр хитайниң ашлиқ хәвпсизликини зиянға учратқан. Шу сәвәбтин хитай уйғур районини әң бихәтәр ашлиқ базиси дәп қарап, су қурулуши вә боз йәр ечиш көлимини кеңәйтишкә башлиған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.