Хитай ваксиниси әмлигәнләр һәҗигә баралмайдикән
2021.05.27
Өткән йили таҗисиман вирус юқуми сәвәбидин чәклик сандики һаҗиларни қобул қилған сәуди әрәбистани йеқинда бу йиллиқ һәҗ нормиси вә униңға мунасивәтлик шәртләр һәққидә бир уқтуруш елан қилған. Сәуди даирилириниң һөҗҗитидә бу йил дөләт ичи вә сиртидин 60 миң һаҗи намзатини қобул қилидиғанлиқини, бирақ бу һаҗи намзатлириниң сәуди әрәбистанға кириши үчүн уқтурушта исми тилға елинған ваксиниларни әмлигән болуши керәкликини билдүргән.
“Express Tribune” ниң хәвиригә қариғанда, сәуди әрәбистанниң бу тизимликигә файзер, оксфорд, модерна, җонсон вә җонсонниң ваксинилири киргән болсиму, бирақ хитайниң синовак шеркити ишләпчиқарған ваксина киргүзүлмигән.
Мәлум болушичә, бундин илгири сәуди әрәбистан хитай ваксинисини әмлигән пакистанлиқ һаҗи намзатлирини дөләткә киргүзмигәнликтин қалаймиқанчилиқ пәйда болған икән вә сәуди даирилири бу уқтурушни елан қилған икән.
Түркийәдики “хәвәр түрк” қатарлиқ ахбарат вастилириниң хәвиридин қариғанда, сәуди даирилириниң бу уқтуруши хитай ишләпчиқарған синовак ваксинисини асас қилип қилип әмлигән түркийә, һиндонозийә вә пакистан қатарлиқ дөтләрдики һаҗи намзатлирини әндишигә салған.
Түркийә бу йил 1-айда қобул қилған 50 миң хитай ваксиниси тунҗи қетим 60 яштин ашқанларға әмлигән болуп, һәҗигә илтимас қилғучиларниң көпинчиси 60 яштин ашқанлар икән. Шуңа әгәр сәудий әрәбистаниниң уқтуруши өзгәрмисә, түрк һаҗи намзатлири бу йилму һәҗигә баралмайдикән.
Мәлум болушичә, пакистан ташқий ишлар министирлиқи бу қарарға етираз билдүридиғанлиқини вә сәуди һөкүмитидин хитай ваксиниси тизимликкә киргүзүшни тәләп қилидиғанлиқини ейтқан.