Хитай һөкүмити уйғур мәҗбурий әмгики үстидин тәкшүрүш елип барған хоңкоңдики америка ширкитини ахтурған

Мухбиримиз әркин
2023.05.23

Американиң хоңкоңдики “минтиз гуруһи” намлиқ учур мәслиһәт ширкити бу йил 3-айда хитай дөләт бихәтәрлик хадимлири тәрипидин ахтурулған. “асия малийә” гезитиниң ашкарилишичә, “минтиз гуруһи” ахтурулуштин бурун хитайниң уйғур районидики мәҗбурий әмгәк зәнҗири үстидин көп қетим тәкшүрүш елип барғаникән. Хәвәрдә, хитай бихәтәрлик хадимлириниң илгири бу ширкәт билән көп қетим учришип, уларни ширкәтләрниң мәҗбурий әмгәк билән болған алақисини тәкшүрүштин сақлинишини, уйғур елиға охшаш “чәкләнгән район” дин йирақ турушни агаһландурғанлиқи, лекин бу ширкәтниң йеқинға қәдәр тәкшүрүшни давамлаштурғанлиқи билдүрүлгән.

“асия малийә” гезитиниң вәқәдин хәвәрдар кишиләрдин нәқил кәлтүрүшичә, бу ширкәт өткән йили уйғур мәҗбурий әмгикигә даир бир тәкшүрүш доклати тәйярлап, өзиниң тор бекитидә елан қилған болсиму, әмма узун өтмәй бу доклат тордин еливетилгән. Хәвәрдә көрситилишичә, “мнтиз гуруһи” ниң хитай бихәтәрлик даирилири тәрипидин ахтурулуши, униң уйғур мәҗбурий әмгики үстидин елип барған тәкшүрүши билән мунасивәтлик яки әмәслики ениқ болмисиму, лекин вәқәдин хәвәрдар кишиләр хитай бихәтәрлик хадимлириниң йеқинқи бир қанчә йилдин бери бу ширкәт билән қәрәллик көрүшүп, уларни ширкәтләрни тәкшүрүштин йирақ турушқа агаһландуруп кәлгәнликини ейтқан. “минтиз гуруһи” ниң бир директори : “улар бизгә қайси саһәләрниң чәкләнгәнликини ениқ ейтип кәлгән. Шинҗаң шуларниң бири иди” дегән.

Уйғур ели хитайниң күнтахта батарейәси вә асаслиқ пахта ишләпчиқириш базиси болуп, америка һөкүмити, бәзи ғәрб парламентлири вә хәлқара кишилик һоқуқ тәшкилатлири хитай һөкүмитини уйғурларға қарита ирқий қирғинчилиқ яки инсанийәткә қарши җинайәт садир қилиш, уйғур вә башқа түркий мусулманларни мәҗбурий әмгәккә селиш билән әйибләп кәлгән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.