Хәлқарадики кишилик һоқуқ органлири хитайдики юқум қамалиға қарши намайишларда қолға елинғанларни сүрүштүргән

Мухбиримиз ирадә
2022.12.07

Дуняниң һәрқайси җайлиридики 50 кә йеқин кишилик һоқуқ оргини ортақ баянатнамә елан қилип, хитай һөкүмитини пуқраларниң йиғилиш, намайиш қилиш һоқуқлириға, пикир қилиш әркинликигә һөрмәт қилишқа чақирған.

Бу тәшкилатлар баянатида өткән һәптә ичидә үрүмчидә йүз бәргән әҗәллик от апитидә һаятидин айрилғанларға матәм билдүрүш вә юқумни нөлгә чүшүрүш тәдбирлиригә наразилиқ билдүрүш йүзисидин дәсләптә үрүмчидә қозғалған вә кейин хитайниң башқа өлкилиригә кеңәйгән тинчлиқ намайишлириниң бастурулуватқанлиқини билдүргән. Баянатта мунулар дейилгән:

“бир қисим йәрлик һөкүмәтләр намайишни пәсәйтиш үчүн карантин тәдбирлирини бошатқанлиқини елан қилған болсиму, лекин шуниң билән бир вақитта биз хитай даирилириниң мәмликәт миқясидики намайишчиларға зәрбә бериватқанлиқини, қолға еливатқанлиқини вә бәзилирини мәҗбурий ғайиб қиливатқанлиқини байқидуқ. Даириләрниң намайишчиларниң қануний җәһәттин өзини қоғдишиғиму йол қоймайватқанлиқи диққитимизни тартти. Бәзи адвокатлар йәрлик даириләр тәрипидин бу делоларни бир тәрәп қилмаслиқ тоғрисида агаһландурулған”.

Бу тәшкилатлар баянатида хитайни өз асасий қанунидики маддиларға һөрмәт қилишқа, бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң “қийин-қистақ вә башқа рәһимсиз муамилиләргә қарши туруш әһдинамиси” ға қол қойған дөләт болуш сүпити билән униңдики мәҗбурийитини ада қилишқа чақирған. Шундақла йәнә, шәхсий мәхпийәтлик, пикир әркинлики, ахбарат, йиғилиш вә тинч намайиш қилиш дегәнләрниң инсанларниң әң түпки һоқуқлири икәнликини билдүргән.

Баянатта йәнә, хитай һөкүмитидин бу намайишларда қолға елинғанларниң сани вә кимликини ашкарилаш, уларниң җинайитиниң немиликини ениқ билдүрүш, уларниң ақивити һәққидә аилә әзалириға учур бериш, ахбарат хадимлирини, учур бәргүчиләрни халиғанчә қолға елишни тохтитиш тәләп қилинған.

Америкадики “хитайдики кишилик һоқуқни қоғдаш” (CHRD) намлиқ тәшкилат тәйярлиған юқиридики бу баянатқа хәлқара кәчүрүм тәшкилати, әркинлик сарийи, кишилик һоқуқни көзитиш тәшкилати, дуня уйғур қурултийи қатарлиқ 50 кә йеқин тәшкилат аваз қошқан.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.