Хитай сиясий кеңишиниң тибәт вәкили тибәтләргә омумйүзлүк һәқсиз муамилә қилишни тохтитишқа чақирған

Мухбиримиз әркин
2018.03.06

Хитайниң бейҗиңда өткүзүлүватқан сиясий кеңишиниң мәмликәтлик йиғинида бир тибәт вәкил сөз қилип, тибәтләрни омумйүзлүк кәмситишкә хатимә беришни тәләп қилған.

“җәнубий хитай әтигәнлик гезити” ниң хәвәр қилишичә, хитай мәмликәтлик сиясий кеңәш әзаси, хитай һәрбий сәнәт өмикиниң сабиқ нахшичиси гова җямавҗи сиясий кеңәшниң сәйшәнбә күни ечилған гуруппа музакирисидә 2008‏-йил йүз бәргән “лхаса вәқәси” дин кейин тибәтләрни омумйүзлүк кәмситишниң еғирлашқанлиқини билдүргән.

Гова җямавҗи, даириләрниң тибәтләрни кәмситиши “милләтләр иттипақлиқиға зәрәрлик” икәнликини әскәртип, “мән бөлгүнчиләргә тақабил туруш тәдбирлири пүтүн тибәт миллитини нишанға алмаслиқи керәк, дәп қараймән” дегән. Бу йил 54 яшлиқ гова җямавҗи чиңхәйниң тибәтләр районида туғулған болуп, у узун йил тибәт һәрбий райониниң сәнәт өмикидә ишлигән. У, өзиниң һәрбий унвани бар вә мәмликәтлик сиясий кеңәшниң әзаси болсиму, бирақ миллити тибәт болғанлиқи үчүн ичкири өлкиләрдә ятақ алалмиғанлиқини, буниң индивидуал һадисә әмәслики, пүтүн тибәтләрниң бу муамилигә учраватқанлиқини билдүргән.

Униң көрситишичә, аз санлиқ милләтләргә қаритилған кәмситиш юқириқи саһәләр билән чәклинип қалмайдикән. У, кәмситишниң телефон алақисидиму ипадилиниватқанлиқини билдүрүп, “ичкири өлкиләрдә тор алақисиниң тезлик сүрити4G, бирақ тибәтниң бир қисим районлирида вә шинҗаңда бу йәнила 2G да туруватиду” дегән.

Уйғур аптоном районида илгири торниң тезлик сүрити 4G болған болсиму, лекин даириләр 2014‏-йилдин кейин униң сүритини 2G ға чүшүрүп қойған иди. Униң илгири сүрүшичә, аз санлиқ милләтләр районлиридики җиддийликни пәсәйтишниң чариси һөкүмәт органлиридики аз санлиқ милләт кадирлириниң санини көпәйтиш икән. У, “ичкири өлкиләрдин кәлгән кадирлар 2-3 йилдин кейин техиму юқири мәнсәпкә өсүп кетиду. Бирақ йәрлик кадирлар мәңгү шу йәрдә қалиду” дегән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.