Шаңхәйдики суңҗяң 1-оттура мәктипидә оқуйдиған 300 гә йеқин уйғур оқуғучи юқум мәзгилидә мәктәптикән

Мухбиримиз ирадә
2020.04.30

Шаңхәй шәһиригә аит йәрлик хәвәрләрни инглиз тилида тарқитидиған “шайн” намлиқ бир тор бәт 26-апрел күни шаңхәйдики оттура мәктәпләрдә уйғур елидин келип оқуватқан оқуғучилар һәққидә бир парчә хәвәр тарқатти. Хәвәрдә, таҗсиман вируси сәвәблик шәһәрдики көп қисим мәктәпләр тақалған болсиму, әмма суңҗяң 1-оттура мәктипидики шинҗаң уйғур аптоном районидин кәлгән 300 гә йеқин оқуғучиниң у йәрдә оқуш вә турмушини давам қилғанлиқи баян қилиниду.

Хәвәрдин қариғанда, 1-айниң 18-күни қишлиқ оқуш мәвсуми аяғлашқандин кейин, мәктәптики 20 дәк оқуғучи уйғур елигә қайтқан, әмма 296 оқуғучи мәктәптә қалған. Таҗсиман вируси кәң тарқилип, дөләт бойичә һәммә йәр карантинға елинғандин кейин мәктәп даирилири мәктәп дәрвазисини тақап, балиларни карантинға алған, бир қанчә оқутқучидин башқа һечқандақ кишиниң кирип-чиқишиға йол қоюлмиған. Хәвәрдә оқуғучиларниң йемәк-ичмәк, турмуш вә саламәтлик әһваллириға әһмийәт берилгәнлики, муәллимлириниң уларни келип йоқлап турғанлиқи, һечқандақ оқуғучиниң бәхткә яриша вирус билән юқумланмиғанлиқи баян қилинған.

Хитайдики тор бәтниң немә үчүн туюқсизла уйғур оқуғучиларниң әһвали һәққидә хәвәр тарқатқанлиқи ениқ әмәс. Хитайда юқум әң еғир пәллигә чиққанда ичкири өлкиләрдә университетларда вә “шинҗаң синиплири” да оқуватқан уйғур оқуғучиларниң әһвалини игиләш мумкин болмиған. Әмма шу мәзгилдә хитайдики “дойиң”, йәни “тикток” намлиқ видийо торида вухәндә оқуватқан уйғур оқуғучиларниң кочиларда аманлиқ башқурушқа елип чиқилғанлиқи һәққидә бир видийо тарқилип, күчлүк диққәт қозғиғаниди.

28-Апрел күни иҗтимаий таратқуларда тарқалған бир уқтурушта хитайниң гуаңҗу шәһиридә икки нәпәр уйғурниң таҗсиман вирус билән юқумланғанлиқи хәвәр қилинған. Гуаңҗудики аталмиш “аз санлиқ милләтләргә қануний ярдәм бериш понкити” тәрипидин әслидә гуаңдуң өлкисидики уйғурлар арисида тарқитилған бу уқтурушта мәзкур юқумдарларниң 21‏-апрел күни байқалғанлиқи әскәртилгән. Мухбиримизниң гуаңдуң өлкиси вә уйғур районидики сәһийә органларға қарита елип барған телефон зиярәтлири давамида мәзкур учурниң тоғрилиқи дәлилләнгән болсиму, бирақ уларниң кимликини ениқлаш мумкин болмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.