Мариланд университетиниң профессори хитайниң назарәт механизимиға ярдәм бәргән

Мухбиримиз әзиз
2022.08.23

Йеқинқи йиллардин буян хәлқара җәмийәт кәскин тәнқидләп келиватқан һадисиләрниң бири хитай һөкүмтиниң системилашқан назарәт механизими болуп кәлгән иди. Йеқинда мариланд университети (UMD) ниң компютер илми профессори динеш маноча (Dinesh Manocha)ниң буниңға бивастә иштирак қилғанлиқи мәлум болған.

“хәвәрләр амбири” ниң 23-авғусттики хәвиридә ейтилишичә, профессор динеш маноча йеқинда алибаба гуруһи тәмин әткән 125 миң америка доллирилиқ тәтқиқат темисини қобул қилған. У бу тәтқиқатта шәһәр районини назарәт қилишқа ишлитилидиған юмтал ишләп чиққан болуп, бу юмтал йолда кетиватқан пиядә кишиниң кимлики вә характерини түргә айрип чиқалайдикән. Тәтқиқат доклатида ениқ қилип: “бу юмтал һәр бир пиядә кишиниң һәркитини алдин пәрәз қилиш вә уларни назарәт қилишқа ишлитилиду” дейилгән.

Йеқинқи мәзгилләрдә түрлүк учур йоллиридин мәлум болған хәвәрләр алибаба гуруһиниң уйғур дияридики назарәт системисида муһим рол ойнап кәлгәнликини паш қилғанлиқтин бир қисим мутәхәссисләр бу һални “уйғур қирғинчилиқиға бивастә шерик болғанлиқ” дәп әйиблигән иди. Профессор маночаниң хитайдики техника ширкити үчүн бу хил юмтални ишләп бәргәнлики һәққидә “йеңи америка бихәтәрлик мәркизи” ниң алий тәтқиқатчиси раян федавсук (Ryan Fedasiuk) мухбирларға сөз қилип: “америка тәвәсидики бир алимниң хитайдики назарәт механизимиға хизмәт қилиши задила әқилгә сиғмайдиған бир иш” дегән.

Мәлум болушичә, һиндистанлиқ профессор маночаниң шунчә юқури мааш вә америка һөкүмити билән шунчә юқури соммилиқ тәқлидий әқил юмталлири тохтами бар туруқлуқ немә үчүн хитай билән бу қәдәр илмий һәмкарлиқта болуши нөвәттә қизғин бәс-муназиригә сәвәб болмақта икән.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.