Ливанлиқ мутәхәссис хитайни ақлап, хитайда диний әркинлик барлиқини илгири сүргән
2024.08.05
“шинхуа агентлиқи” ниң хәвиригә асасланғанда, әрәб солчиллар мунбириниң баш маслаштурғучиси самир диаб(Samir Diab) йеқинда әрәб сиясәтчилири вәкилләр өмикиниң бир қисми сүпитидә уйғур елини зиярәт қилған. У дөлити ливанға қайтип барғандин кейин, “шинҗаңдики милләтләр иттипақлиқи, иқтисадий тәрәққият вә гүзәл мәнзириләр” ни махтиған.
Самир диаб “шинхуа агентлиқи” мухбириға мундақ дегән: “уйғурлар хитайдики башқа милләтләргә охшаш динни етиқад әркинликидин бәһримән болуп, әркин диний паалийәт қиливатиду. Хитайниң асасий қанунида пуқраларниң диний етиқадиниң кәмситишкә учримаслиқи бәлгиләнгән, дөләт нормал диний паалийәтләрни қоғдайду”.
Доктор андерс кор қатарлиқ мутәхәссисләр, хитайниң бу райондики ирқий қирғинчилиқи вә инсанийәткә қарши җинайәтлирини инкар қилип, өзлириниң хәлқарадики образи вә тәсирини яхшилаш үчүн аталмиш чәтәл мутәхәссислири яки мухбирларни уйғур елиға тәклип қилип, уларни давамлиқ сөзлитиватқанлиқини илгири сүрмәктә.
“иқтисадшунас” (Economist) журнилиниң мухбири вә бейҗиң биюросиниң башлиқи давид ренни (David Rennie) рамизанниң ахирқи күнлири һәмдә роза һейт күни уйғур елиға зиярәткә барған. Бу җәрянда у үрүмчи вә турпанда көзитиш вә тәкшүрүш елип берип барған. У өзиниң бу қетимлиқ уйғур ели зияритиниң нәтиҗисини “иқтисадшунас” журнилида елан қилған иди.
Биз давид ренни билән елип барған сөһбитимиздә у бизгә уйғур елидә көргәнлири, уйғурларниң диний һаяти, күнсери азийиватқан диний әркинлики вә хитайниң бу районда йүргүзүватқан диний чәклимиси тоғрулуқ тәпсилий учур бәргән иди. У хитай һөкүмитиниң аз санлиқ милләтләргә қаратқан диний чәклимиси вә атеизм тәшвиқатиниң күчәйгәнликини, болупму уйғурларниң диний әркинликиниң барғансери азийиватқанлиқини илгири сүргәниди. Шуниң билән бир вақитта, у йәнә уйғур дияридики мәсчитләрниң қулупланғанлиқи, бәзи мәсчитләрниң музейға өзгәртилгәнлики вә роза тутушниң омумйүзлүк чәкләнгәнликини билдүрүп: “шинҗаңда компартийәниң идийәсигә вә сияситигә маслашқан кишиләрниң динға ишәнмәслик әркинлики қоғдиливатиду, әмма динға етиқад қилмақчи болған кишиләрниң етиқад әркинлики қоғдалмайватиду” дегәниди.