Хитай сақчилири әқиллиқ телефонлар арқилиқ йүз бәргән намайишларни тохтитишқа урунмақтикән

Мухбиримиз ирадә
2022.12.01

Үрүмчидә 24- ноябир күни йүз бәргән от апитидә юқум қамали сәвәбидин өйлиридин чиқип кетәлмигән уйғурларниң паҗиәлик һалда өлүп кетиши үрүмчи, бейҗиң, шаңхәй, вухән, ләнҗу қатарлиқ нурғун өлкиләрдә хитайларниң юқум қамал тәдбирлиригә қарши наразилиқ намайиши қилишиға от пилтиси болуп бәргәниди. Бу намайишларда һәтта хитай компартийәси вә ши җинпиңға қарши шоарлар товланған.

Нөвәттә хитай даирилириниң бундақ намайишларниң давамлиқ йүз беришиниң алдини елиш үчүн көплигән сақчи вә һәрбий күчини ишқа селиватқанлиқи мәлум. Иҗтимаий таратқулардики көрүнүшләрдә намайиш йүз бәргән шәһәрләрдики кочиларни сақчи аптомобиллириниң чарлаватқанлиқи, нурғунлиған формилиқ сақчиларниң коча – койларда бой көрситип һәйвә қиливатқанлиқи ашкариланмақта. Гуаңдуң өлкисигә аит йәнә бир көрүнүштә болса һәрбий аптомобилларниң аһалиләр районлирида яңратқу арқилиқ “аһалиләрни өйдин чиқмаслиққа, қалаймиқанчилиқ чиқармаслиққа, әкси тәқдирдә ақивитиниң еғир болидиғанлиқи” һәққидә агаһландуруватқанлиқи көрүлгән.

Германийә авази вә б б с қатарлиқ хәвәр органлириниң хәвәр қилишичә, һазир хитай даирилири әқиллиқ телефонлар арқилиқ намайишчиларни қорқутуп уларниң қайта йиғилишиниң алдини алмақтикән. Бейҗиң, шаңхәйдики намайишқа қатнашқанларниң бу хәвәр органлириға инкас қилишичә, сақчилар һазир кочиларда халиған кишини тохтитип, уларниң янфонлирини тәкшүрүп телефонлиридики тивиттер, телеграм қатарлиқ алақә әплирини өчүрмәктикән. Бундақ вәқә икки күн аввал шаңхәй йәр асти пойизида йүз бәргән. Сақчилар йолучиларниң янфонлирини бирму – бир тәкшүргән. Бир қисим кишиләр сақчиханиларға чақиртилған. Йәнә бәзиләр сақчилардин тәһдит телефонлири тапшурувалған. Сақчилар һәтта намайишчиларниң янфонлирини мусадирә қилған.

Хәвәрдә баян қилинишичә, хитай сақчи даирилири әқиллиқ телефонларниң җуғрапийәлик орунни бәлгиләш иқтидари арқилиқ мәлум кишиниң намайиш йүз бәргән саәттә қәйәрдиликини ениқлап чиққандин кейин уни юқириқидәк усуллар билән тәһдит қиливатқан болуши мумкинкән. Америкадики гордон чаң қатарлиқ хитай ишлири көзәткүчилири тивиттердики инкаслирида юқирида дейилгән тәдбирләрниң уйғур елидә 2014- йилидин башлап йолға қоюлғанлиқи, хитай һөкүмитиниң әқлий телифонлар арқилиқ уйғурларни назарәт қилип, улар һәққидә көпләп учур йиғип андин уларни йиғивелиш лагериға қойғанлиқини әскәртип, “уйғурларниң бешиға кәлгән күлпәт әмди хитайларниңму бешиға кәлди” дейишмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.