Кишида һөкүмити иттипақдашлирини хитайға қарши ортақ һәрикәттә болушқа чақирди

Мухбиримиз әзиз
2023.01.17

Ройтерс агентлиқиниң 13-январдики хәвиридә ейтилишичә, японийә баш министири фумио кишида (Fumio Kishida) өз иттипақдашлири болған америка қошма штатлири вә явропа иттипақини хитай мәсилисидә бир яқидин баш чиқиришқа дәвәт қилған.

Хәвәрдә ейтилишичә, шу күни кишида зиярәт үчүн вашингтон шәһиригә кәлгән болуп, җон хопкинис университетида нутуқ сөзлигән һәмдә хитайниң японийә вә америка үчүн охшашла хирис пәйда қиливатқанлиқини тәкитлигән. У нутқида ениқ қилип: “һазир японийә, америка вә явропа үчүн бирлишип хитай билән болған мунасивәтни бир яқлиқ қилишниң пәйти йетип кәлди” дегән.

У ақсарайда америка президенти җов байден билән көрүшкәндиму мушу хилдики мәвқәсини ипадиләп: “һазир хәлқара җәмийәт үчүнму бир тарихий бурулуш нуқтиси болуп қеливатиду. Биз йиллардин буян әҗир сиңдүрүп кәлгән очуқ, әркин вә муқим болған хәлқара тәртип һазир зор хәтәргә дуч келиватиду” дәп тәкитлигән.

Кишида алаһидә көрситип өткән нуқтиларниң бири хитай һөкүмитиниң сенкаку (Senkaku) арили әтрапидики һәрбий иғвагәрчилики болуп, бу һалниң ялғуз японийәгә қаритилған әһвал әмәсликини алаһидә шәрһләп өткән. Шу сәвәбтинму японийә һөкүмити 70 йил давам қилған һәрбийсизләштүрүшкә хатимә берип 2022-йилидин тартип зор көләмдә армийә қурушқа киришкәниди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.