Хитай уйғур елида намрат кәнтләргичә юқири сүрәтлик интернет тори омумлаштурмақчи

Мухбиримиз ирадә
2018.03.30

Уйғур районидики ахбарат васитилири йеқиндин буян уйғур елида интернет торини омумлаштуруш хизмитиниң күчәйтиливатқанлиқини хәвәр қилмақта. “тәңритағ тори” ниң бу һәқтики хәвиридә ейтилишичә, уйғур елида йеза-кәнт районлири, болупму намрат йеза-кәнт районлирида кәң бәлвағлиқ тор омумлаштурулидикән.

Униңда ейтилишичә, нөвәттә уйғур елида синақ нуқтиси қилинған 2819 мәмурий кәнтни оптик талалиқ тор билән қаплаш хизмити тамамланған. Бу йил давамлиқ үчинчи түркүмдики синақ нуқтиси қилинған 3516 мәмурий кәнтни оптик талалиқ тор билән қаплаш қурулуши тамамлинидикән вә тәдриҗий һалда 1962 намрат кәнт пүтүнләй оптик талалиқ тор билән қаплинип, тор сүрити пәвқуладдә өзләштүрүлидикән. 

Техи йеқинда уйғур аптоном районлуқ тор вә учур башқуруш ишханиси уқтуруш тарқитип, 1-март күнидин етибарән торда вә үндидар қатарлиқ алақә вастилирида 9 хил темидики учурларни чәклигән иди.

Уқтурушта сиясий сәзгүрлүки бар темиларни, ялған-явидақ сөзләрни, ички материялларни, зәһәрлик яки сериқ мәзмундики материялларни, хоңкоң вә авмен вәзийитигә мунасивәтлик хәвәрләрни, һәрбий материяллар вә учурларни, дөләт мәхпийәтликигә берип тақилидиған материялларни, дини етиқад һәққидики муназириләр, милләтләр иттипақлиқиға тәсир йәткүзидиған гәп-сөзләр һәмдә чүшиниксиз уланмиларни тарқатмаслиқ яки торға йоллимаслиқ тәләп қилинған. 

1-Март күнидин етибарән йолға қоюлған бу маддиларға хилаплиқ қилғанларниң 8 йилғичә болған қамақ җазаси билән җазалинидиғанлиқи әскәртилгән. 

Чәтәлләрдики уйғур көзәткүчиләр, хитай һөкүмитиниң бир яқтин уйғур елида интернет тор бәтлири вә интернет қолланғучилириға қаттиқ зәрбә берип, йәнә бир яқтин торниң қаплаш даириси вә сүритини ашурмақчи болушини хәлқараниң көзини бояш, дәп қаримақта. Улар йәнә хитайда фейсбук, твиттер, ватсап, ювтуп қатарлиқ дуняға омумлашқан тор бәтләр вә әпләр чәкләнгән бир әһвалда һәммә йәрни тор билән қаплашниң зиддийәтлик бир иш икәнликини тәкитлимәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.